Австралийә таратқулири: “австралийәдә олтурушлуқ аз дегәндә 10 нәпәр уйғур хитайда ғайиб болди”

Мухбиримиз әзиз
2019.01.11

Австралийәниң SBS телевизийә қанили уйғурлар һәққидә хәвәр берип, нөвәттә австралийәдә туруш йешил картиси алған аз дегәндә 10 нәпәр уйғурниң хитайда из-дерәксиз ғайиб болғанлиқини билдүргән.

Көзәткүчиләр бу кишиләрниң уйғур районидики йиғивелиш лагерлириға қамалғанлиқини илгири сүрмәктә. SBS Ниң хәвиридә, бейҗиң даирилириниң бу лагерларни кишиләргә қанун вә хитай тили өгитип, радикаллиқни түгитидиған “кәспий тәрбийиләш мәркәзлири” дәп атайдиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Хәвәрдә ашкарилинишичә, буниңдин 13 йил бурун австралийәгә келип сидней шәһиридә олтурақлишип қалған уйғур аял зулпийә һивилланиң сиңлиси билән сиңлисиниң йолдиши өткән йили хитайға туғқан йоқлашқа кетип, из -дерәксиз ғайиб болған. У SBS телдевизийә қанилиға бәргән учурида, сиңлиси билән сиңлисиниң йолдишиниң 2017‏-йили 2‏-айда юртиға қайтип барғанда хитай һөкүмити тәрипидин һәр иккисиниң паспортиниң тартивелинғанлиқини билдүргән. Униң билдүрүшичә, у қейин инисиниң йиғивелиш лагериға елип кетилгәнликигә ишинидикән. У, сиңлисиниң оғли билән қизиниң австралийәдә қалғанлиқини билдүрүп, “уларниң буниңға бәк аччиқи кәлди һәм һәйран қилди. Балилар бәк йиғлайду, улар бәк бесимда қалди”дегән. SBS Ниң хәвиридә қәйт қилинишичә, австралийә ташқи ишлар министирлиқи австралийәниң йешил картисиға игә қанчә уйғурниң уйғур районида тутқун қилинғанлиқини билмәйдикән.

Австралийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси мәзкур телевизийә қанилиға бәргән баянатида,“австралийә шинҗаңда австралийәдә турушлуқ гуваһнамигә игә қанчә уйғурниң тутқун қилинғанлиқини ениқлашқа имкансиз қалди” дегән. Лекин австралийә дөләт университетиниң хитайшунас мутәхәссиси майкел кларкниң қаришичә, бундақ уйғурлар аз дегәндә 10 ға йетидикән. У, “әпсуски, биз конкрет санни билмәймиз, бирақ мениң уйғур җамаәтлири билән болған алақәмдин бундақ делолардин аз дегәндә 10 ни бар, дәп ейталаймән” дегән. Австралийә ташқи ишлар министирлиқиниң шималий асия ишлириға мәсул юқириқи дәриҗилик әмәлдари граһам флечир өткән йили 10‏-айда австралийә кеңәш палатасида гуваһлиқ берип, хитайда аз дегәндә 3 нәпәр уйғур австралийә пуқрасиниң түрмигә ташланғанлиқи, бирақ һазир уларниң һәммисиниң қоюп берилгәнликини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.