Австралийә хитайдин импорт қилинған токлуқ аптобусларниң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған алақисини тәкшүрүшкә башлиған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2025.03.12

Австралийәниң йеңи җәнубий валес иштат қуллар әмгикини чәкләш комиссари җеймис какейин (James Kockayne) иштатлиқ һөкүмәтниң хитайдин импорт қилған токлуқ аптобуслириниң батарейәсини өз ичигә алған запчаслириниң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған бағлинишини тәкшүрүшкә башлиған.

Мәлум болушичә, йеңи җәнубий валис иштатлиқ һөкүмити өткән 12-айда, австралийә-хитай токлуқ аптомобил карханиси- “фотон моторлуқ көчмә қатнаш ширкити” (FDM) билән хитайниң “ютоң” намлиқ аптобусини тарқитиш карханиси болған австралийә VDI ширкитигә 319 токлуқ аптобус заказ қилған. Һалбуки, бу аптобусларниң токлуқ батарейәлирини хитайниң “ниңде заман йеңи енергийә техника ширкити” тәминләйдиғанлиқи мәлум болған. Өткән йили, америка авам палатаси хитай истратегийәлик риқабәт комитети “ниңде заман йеңи енергийә техника ширкити” ишләпчиқарған батарейә мәһсулатлириниң уйғур мәҗбурий әмгики билән бағлинишлиқ икәнликигә аит ишәнчлик дәлилләр барлиқини елан қилған.

Бу комитет “ниңде заман йеңи енергийә техника ширкити” ниң литийлиқ ийон батарейәси материяллирини “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни” қармиқидики бир ширкәт тәминләйдиғанлиқи, електерик некил материяллирини хитайниң дөләт игиликидики “шинҗаң рәңлик метал ширкити” ишләпчиқиридиғанлиқи, бу ширкәтләрниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ икәнлики, “шинҗаң рәңлик метал ширкити” ниң хитай кадирлирини уйғур аилилиригә орунлаштуруш һәрикитигә қатнашқанлиқини билдүргәниди. Австралийә ABC ториниң хәвәр қилишичә, җеймис какейин бу һәқтики баянатида, “токлуқ аптомобил тәминләш зәнҗиридә заманиви қуллар әмгики хәвпиниң юқири болушини көздә тутуп, иштатлиқ һөкүмәтниң токлуқ аптобус сетивелиш пиланини тәкшүрүватқанлиқи” ни ейтқан. У мундақ дегән:
“мән иштатлиқ һөкүмәт оргининиң тәминләш зәнҗиридики заманиви қуллар әмгикигә четишлиқ мәсилиләрдә әстайидил болған-болмиғанлиқини тәкшүрүшкә башлидим.” ABC ниң ейтишичә, “австралийә тәңритағ уйғур аяллири җәмийити” ниң рәиси рамилә чанишеф, иштатлиқ һөкүмәтни FDM вә йүтоң ширкити билән болған сода тохтамини бикар қилишқа чақирип, көплигән импорт мәһсулатиниң “уйғурларниң қан-тәри билән булғанғанлиқи” ни билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.