Австралийә билән хитайниң уйғурлар мәсилисидики ихтилапи күчәйгән
Австралийә билән хитайниң уйғурлар мәсилисидики ихтилапи күчийип, хитай һөкүмити австралийәгә рәсмий тәһдит салған.
-
Мухбиримиз әркин
2021-05-03 -
-
-
Австралийә билән хитайниң уйғурлар мәсилисидики ихтилапи күчийип, хитай һөкүмити австралийәгә рәсмий тәһдит салған. “австралийә гезити” ниң хәвәр қилишичә, хитай австралийәдики уйғурларға һесдашлиқ қилған сиясәтчиләрни шинҗаңдики “террорчилар” билән тил бириктүрүш билән әйиблигән. Әгәр улар уйғур паалийәтчилирини давамлиқ қоллиса канберраниң “көйидиғанлиқи” ни билдүргән.
Хәвәрдә, хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси ваң венбинниң австралийәлик сиясәтчиләргә “австралийә шәрқий түркистан җәмийити” ни қоллап, хитайға қарши “террорлуқ “тәшкилати билән тил бириктүрди, дәп һуҗум қилғанлиқи тәкитләнгән. “австралийә” гезитиниң ейтишичә, болупму хитай таратқулири австралийәниң ярдәмчи дөләт мудапиә министири андерив хасти билән мустәқил парламент әзаси рәкис патрикқа һуҗум қилған.
Рәкис патрик “австралийә гезити” гә қилған сөзидә, хитай тәрәпниң баянлириға җаваб бәрмәйдиғанлиқи, чүнки буниң “уйғурларни хорлашни тохтитишқа ярдими йоқлуқи” ни билдүргән. У:
“мениң диққәт нуқтам аделайд вә пүтүн австралийәдики хитай компартийәсиниң буйруқи билән елип берилған шинҗаңдики ирқий қирғинчилиқ вә зулумниң изтирапини чекиватқан аилиләрни қоллаштур” дегән.