Хитайниң австралийәгә сиңип кириш урунушлири зор диққәт қозғиди

Мухбиримиз әзиз
2018.04.03

Хитайниң дуняда йеңидин баш көтүргән күч сүпитидә өзиниң ешип бериватқан иқтисадий қуввитини кеңәймичилик үчүн сәрп қиливатқанлиқи йеқинда австралийәлик мутәхәссис клайви хамилтонниң “сүкүттики таҗавуз” намлиқ әсиридә тәпсилий вә чоңқур әкс әтти.

Апторниң қаришичә, хитай һөкүмити нөвәттә австралийәниң һәммила саһәсигә, җүмлидин ахбарат, сиясәт, мәдәнийәт-маарип, сода қатарлиқ саһәлиригә өз тәсирини көрситиш вә сиңип киришкә урунмақта икән. Улар мушу арқилиқ австралийә һөкүмитини қорчақ һөкүмәткә айландуруп қоюшни, шу арқилиқ австралийәниң мустәқиллиқини тозутуветишни истимәктә икән.

У мушундақ омумий вә хәтәрлик бир йүзлинишни австралийәликләргә әслитиш үчүн мушундақ бир китаб йезип чиққанлиқини баян қилған. У бу һәқтә сөз қилип: “мән бу китаб арқилиқ австралийәликләрни ойғитишни, уларға улар дуч келиватқан омумий хәтәрни һәмдә немә үчүн хитай компартийәсиниң австралийәни нишан қиливатқанлиқини чүшәндүрүшни ойлидим” дегән.

Һалбуки, униң бу һәқтә мушундақ бир зор һәҗимлик әсәрни йезишиму унчә асанға чүшмигән. У бу ишқа тутуш қилған һаман хитай даирилири униң пейигә чүшкән. Һәтта униң әсирини нәшр қилмақчи болған нәшриятму хитай билән адавәтлишип қалмаслиқ үчүн, бу китабни нәшр қилиш пиланини бикар қилмақчиму болған. Әмма ахири у бу әсәрни нәшр қилишқа мувәппәқ болған һәмдә австралийәликләргә уларниң қандақ бир хәтәргә йүзлиниватқанлиқини оңушлуқ әскәртишкә қадир болалиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.