Австралийәлик уйғурлар һөкүмәтни ғайиб болған уруқ-туғқанлириниң ақивити һәққидә хитайға бесим ишлитишкә чақирған
2019.04.15
“ню-йорктики йорк вақти гезити” 13-апрел күни австралийәдики уйғурлар һәққидә хәвәр елан қилип, австралийәдики уйғурларниң һөкүмәтни ғайиб болған уруқ-туғқанлириниң ақивити һәққидә хитайға бесим ишлитишкә чақириватқанлиқи, лекин австралийә һөкүмитиниң йетәрлик бесим ишлитәлмәйватқанлиқини илгири сүргән.
Хәвәрдә, уйғурлар австралийә һөкүмитиниң хитайниң лагерлирини тәнқид қилишни күчәйтишини тәләп қилсиму, лекин һөкүмәтниң 2018-йили 11-айғичә һечқандақ инкас билдүрмигәнлики, униң пәқәт өткән йили 11-айда андин башқа ғәрб дөләтлири билән биргә тутқунларни қоюп беришни тәләп қилғанлиқи билдүрүлгән. Хәвәрдә қәйт қилинишичә, нөвәттә канберраниң бейҗиң билән болған мунасивити назук болуп, у хитай мәсилисидә өзиниң иқтисадий еһтияҗи билән дөләт бихәтәрликини қандақ тәңпуңлаштуруш мәсилисигә дуч кәлмәктикән. Хәвәрдә австралийәниң инкаси бәзи уйғур паалийәтчилириниң наразилиқини қозғиғанлиқи билдүрүлгән.
Австралийәдики уйғур паалийәтчи нургүл савут “ню-йорк вақти гезити” ниң мухбириға “уларниң мәсулийитидин қечиши билән биз бир йериққа кирип қеливатқандәк болдуқ, лекин аилиләрни сақлап туралмайду” дегән. Австралийә ла троб университетиниң уйғуршунас мутәхәссиси җеймис лейболдниң билдүрүшичә, австралийәниң уйғур мәсилисигә аста инкас билдүрүшигә униң содида қисмән хитайға тайиниши сәвәб болған икән. У: “биз иқтисадий җәһәттә хитайниң алдида ишәнгүсиз дәриҗидә пассип әһвалға чүшүп қалдуқ” дегән. Лекин хәвәрдә йәнә австралийә ташқи ишлар министирлиқиниң сөзи нәқил кәлтүрүлгән болуп, униңда австралийә “хитайни уйғур вә башқа мусулманларни халиғанчә тутқун қилишни тохтитишқа давамлиқ чақириду” дейилгән.
Хәвәрдә қәйт қилинишичә, хитайниң уйғурларни кәң көләмлик тәқиблиши вә йиғивелиш лагерлириға қамиши хитай һөкүмитигә йеқин уйғурларниму мустәқиллиқ йолиға елип киргән. Хәвәрдә, уруқ-туғқанлири ғайиб болған пәрһат һәбибулла исимлик бир уйғур яш зиярәт қилинған. Ата-аниси хитай компартийәси вә униң сақчи органлирида ишлигән пәрһат һәбибулла, өзиниң қизил байрақ астида чоң болғанлиқи, “бирақ һазир мустәқиллиқ үчүн күрәш қилишимиз керәк, дәп қарайдиғанлиқи” ни билдүргән.









