Австрийә парламент әзаси уйғурларниң вәзийити һәққидә гуваһлиқ йиғини ‍өткүзиду

Мухбиримиз әркин
2022.09.19

Австрийә парламент әзаси гудрун коглер 22-сентәбир пәйшәнбә күни австрийә парламентида уйғурларниң вәзийити һәққидә гуваһлиқ йиғини өткүзидиғанлиқини җакарлиған. Мәлум болушичә, ‍әгәр бу гуваһлиқ йиғини оңушлуқ өтсә, бу австрийә парламентида өткүзүлгән уйғурлар һәққидики тунҗи гуваһлиқ йиғини болуп қалиду. “принт” намлиқ тор хәвәрлири гезитиниң ашкарилишичә, австрийәдики йәрлик таратқулар гудрун коглерниң уйғурлар һәққидә гуваһлиқ йиғини өткүзидиғанлиқини хәвәр қилған.

“принт” тор гезитиниң австрийә таратқулиридин нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, йиғинда қазақ лагер шаһити сайрагәл саутбай, дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса вә башқа кишиләр гуваһлиқ беридикән. Йәрлик таратқуларда гуваһлиқ йиғининиң 22-сентәбир шу йәрниң вақти кәч саәт 6 дә, вийеннадики бург көргәзмә залида өткүзүлидиғанлиқи, йиғинға йәнә германийәлик журналист александра кавалюсниңму қатнишидиғанлиқи билдүрүлгән.

Парламент әзаси гудрун коглерниң гуваһлиқ йиғини австрийәдики уйғурлар ‍өткән һәптә вийеннада намайиш қилип, хитайниң юқумни баһанә қилип ғулҗада йүргүзгән қаттиқ карантин тәдбирлиригә вә карантинниң ачарчилиқ кәлтүрүп чиқарғанлиқиға наразилиқ билдүрүшиниң арқисидинла өткүзүлиду. Ғулҗидики карантин өткән һәптә түркийә вә ғәрбтики нурғун дөләтләрдә уйғурларниң кәң көләмлик наразилиқ намайишлирини кәлтүрүп чиқарған. “принт” гезитиниң ейтишичә, австрийә таратқулирида хитайниң юқумни баһанә қилип пуқраларни өйлиригә бәнд қилғанлиқи, буниң ачарчилиқ пәйда қилғанлиқини хәвәр қилғанлиқи тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.