Уйғур кишилик һоқуқ оргини уйғур аяллириниң вәзийити һәққидә баянат елан қилди

Америкидики уйғур кишилик һоқуқ оргини, йәни уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 8-март күни хәлқара аяллар байрими мунасивити билән баянат елан қилип, хәлқара җәмийәтни уйғур аяллириниң кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөлүшкә чақирди.

Америкидики уйғур кишилик һоқуқ оргини, йәни уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 8-март күни хәлқара аяллар байрими мунасивити билән баянат елан қилип, хәлқара җәмийәтни уйғур аяллириниң кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөлүшкә чақирди.

Американиң вашингтон шәһиригә җайлашқан мәзкур орган өз баянатида,уйғур аяллириниң хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан қаттиқ бесимиға қарши чиқип, уйғурларниң кишилик һоқуқини қолға кәлтүрүш һәрикитиниң алдинқи сепидә туруватқанлиқини тәкитлиди.

Баянатта, уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим, “уйғур биз” тор бетидики паалийәтлири үчүн түрмигә соланған атикәм рози, ғайиб оғлиниң давасини қилип түрмә җазасиға учриған патигүл ғулам, журналист мәһбубә абләш, паспорт елиш һоқуқи чәкләнгән борталалиқ рабихан муса анилар мисал қилинип, уйғур аяллири, җүмлидин уйғурлар учраватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири йорутуп берилгән.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши баянатида уйғур аяллириниң иҗтимаий тәңсизликләрдин сирт йәнә, хитай даирилириниң уйғурларға йүргүзүватқан “миллий кәмситиш, дини бесим, пиланлиқ туғут сиясәтлириниңму биваситә қурбанлириға айлиниватқанлиқи”ни билдүрүп, хәлқара җамаәтни уйғур аяллириниң вәзийитигә көңүл бөлүшкә, хитай һөкүмитини өзи қол қойған алақидар хәлқаралиқ қанунларға әмәл қилишқа чақирған.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org