Уйғур районидики аяллар вә балиларниң һоқуқи қоғдалдиму?

“хитай хәвәрлири тори” ниң 9-март күнидики хәвиридин мәлум болушичә, “8-март аяллар байрими” мунасивити билән уйғур районида “70 йилдин буян шинҗаңдики маарип, аяллар, балилар ишлири тәрәққияти вә уларниң һоқуқ-мәнпәәтиниң капаләткә игә болуши” дегән темида муһакимә йиғини өткүзүлгән.

“хитай хәвәрлири тори” ниң 9-март күнидики хәвиридин мәлум болушичә, “8-март аяллар байрими” мунасивити билән уйғур районида “70 йилдин буян шинҗаңдики маарип, аяллар, балилар ишлири тәрәққияти вә уларниң һоқуқ-мәнпәәтиниң капаләткә игә болуши” дегән темида муһакимә йиғини өткүзүлгән.

Йиғинда “шинҗаң аяллар бирләшмиси” ниң рәиси айнур әхмәт сөз қилип: “аялларни һөрмәтләш вә балиларни асраш җәмийәтниң мәдәний тәрәққиятиниң муһим бәлгиси. Шинҗаңда аяллар вә балилар ишлири җуш уруп раваҗланди, уларниң қануний һоқуқ-мәнпәәтлири қоғдалди” дегән; буниңға мисал қилип, аялларниң орниниң юқири көтүрүлгәнлики, аял кадирларниң көпәйгәнликини тилға алған. Униңдин башқа, “шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәси милләтләр тәтқиқат институти” ниң башлиқи ли шявшия сөз қилип, йеңи хитай қурулуштин бурун уйғур районида йеңи туғулған бовақларниң өлүш нисбитиниң юқири икәнлики, 2020-йилиға кәлгәндә бу нисбәтниң әң төвән чәккә чүшүрүлгәнликини баян қилған. У йәнә уйғур районидики йәсли маарипиниң гүлләнгәнликини тилға елип: “1949-йил шинҗаңда 2 йәсли бар иди, 2020-йилиға кәлгәндә 768 йәсли қурулди” дегән.

Көзәтчиләрниң қаришичә, бу йиғинда тәшвиқ қилинғанлар реаллиқниң нәқ әксичә болуп, уйғур аяллири вә балилири җәмийәтниң әң аҗиз қатлими болуш сүпити билән хитайниң 70 йилдин буян давам қилип келиватқан сиясий һәрикәт вә хилму хил бастурушлириниң қурбани болуп кәлгән. Болупму 2017-йилдин кейин башланған ирқий қирғинчилиқта хитайниң әң еғир һуҗум нишани аяллар вә балилар болған. Түрмә вә лагерларда дәһшәтлик хорлуққа учриған аяллар, ата-анисидин айриветилип йетимханиларға соланған балилар буниң испати икән. Бу йәрдә дейилгән 768 йәслиниң ичидә әнә шундақ йетимханиларниң барлиқи ениқ болуп, 500 миңдин көп балиниң бу йетимханиларда, аталмиш “ятақлиқ мәктәпләр” дә харлиқ вә зарлиқ ичидә яшаватқанлиқи, хитайчә тәрбийә еливатқанлиқи мәлум болғаниди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org