Хотәнниң керийә наһийәсигә 180 миң адәм қетимлиқ сиғимчанлиққа игә айродром селиниши диққәт қозғиди

Хитай һөкүмити хотәнниң керийә наһийәсигә йеңи бир айродром селишни қарар қилған. Шинҗаң гезитиниң 16-июл тарқатқан бир хәвиридин қариғанда, керийә наһийәсигә йеңи айродром селиш қарарини хитай дөләтлик тәрәққият вә ислаһат комитети тәкшүрүп тәтқиқ қилиш нәтиҗисидә бекиткән болуп, униңға мәркизи һөкүмәттин 7 милярд 600 милйон йүән мәбләғ селинидикән.

Хәвәрдә көрситилишичә, керийә айродроми йиллиқ 180 миң адәм қетим йолучи тошуш вә зор көләмдә йүк тошуштин ибарәт сиғимчанлиққа маслаштурулуп селинидикән.

Техи йеқинда хитай таратқулири бу йил 2‏-июлдин башлап, хотән билән чоңчиң оттурисида айропилан қатнайдиғанлиқини елан қилғаниди.

Хитай һөкүмитиниң йеқиндин буян уйғур елиниң җәнубидики вилайәтләрдики һава вә ташйол қатнишини дәл 2 милйондәк уйғур қатарлиқ милләтләрни йиғивелиш лагерлириға қамап, уйғурлар зич олтурақлашқан җайлар чөлдәрәп қалғанда күчәйтиши диққәт қозғайдикән. Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайниң 2017‏-йили 2‏-айда башланған омумйүзлүк лагерға қамаш һәрикитидә хотән асаслиқ зәрбә бериш нишанлириниң бири болған, йәнә бу район хитай һөкүмитиниң ичкири өлкиләрдин көпләп хизмәтчи хадим қобул қилип, көчмән йөткәйдиған асаслиқ районлириниң биригә айланғаниди.

Нөвәттә, хитай һөкүмити уйғур елигә, болупму җәнубтики уйғурлар зич олтурақлашқан районларға саяһәтчи җәлп қилиш тәшвиқатини һәссиләп ашуруватқан болуп, бу җайларға көпләп хитай аһалилириниң келип орунлишиши, маканлишиши тәшәббус қилиниватқанлиқи, буниң үчүн қатнаш шараитлирини яхшилашқа әһмийәт бериливатқанлиқи инкас қилинмақта.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org