Русийәликләр байқал көли сүйини хитайға сетишқа қарши имза топлимақта

Мухбиримиз үмидвар
2017.04.30


Русийәниң байқал көли районидики аһалиләр хитайниң байқал көли бойида су тазилаш завути қуруп, тазиланған көл сүйини ботулкиларға қачилап, хитайда сетишқа қарши имза топлаш паалийәтлирини уюштурмақта

Русийәниң “сибирийә хәвәрләр”торидики бу һәқтики учурдин мәлум болушичә, һазирғичә 155миң русийәлик хитайниң байқал көли бойида су тазилап қачилаш завути қурушиға қарши имза топлашқа қатнишип өз имзалирини қойған.

Радиомиз хитай бөлүмиму бу һәқтә русийә мәнбәлири асаси учур тарқатқан болуп, мәлум болушичә, русийәликләрниң мәзкур имза топлаш паалийити байқал көли бойида завут қурушқа қарши туруш, йәнә байқал көлиниң сүйини хитайға сетишқа қарши туруштин ибарәт икки хил имза топлаш болуп, һәр бир имза гурупписиға 70 миңдин адәм қол қойған.

Мәлум болушичә, һазир байқал көли су йүзиниң төвәнлиши вә сүйиниң азлиши еғирлашмақта икән.

Нөвәттә, байқал көли бойидики аһалиләр байқал сүйи вә униң муһитиниң булғинишидин әндишә қилишмақта. Интерфакис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 2016-йили, хитай байқал көлидә саяһәтчиликни йолға қоюш вә башқа саһәләргә 11 милярд доллар мәбләғ салидиғанлиқини бөлдүргән иди.

Русийәниң “росбалт” ториниң 27-апирилдики хәвиридә дейилишичә, байқал көли бойидики иркутск шәһиридики амма русийә президенти вә һөкүмити, област башлиқи вә башқа мунасивәтлик рәһбәрләргә байқал көлини қоғдашни тәләп қилип мураҗиәтнамә әвәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.