Хитай һөкүмити балилар маарип программисидин “аз санлиқ милләтләрниң тилини қоғдаш” дегән маддини чиқиривәткән
2021.10.01
Хитай һөкүмити йеқинда өзиниң 10 йиллиқ йеңи “балилар маарип тәрәққият программиси” ни елан қилған. Бирақ һәр пурсәттә аз санлиқ милләтләрниң тил-йезиқини қоғдаватқанлиқини тәкитләп кәлгән хитай һөкүмити, йеңи программисида бурунқи “аз санлиқ милләтләрниң өз ана тилида тәрбийә елиш һоқуқиға һөрмәт қилиш вә қоғдаш” дегән маддини чиқиривәткән. Мәлум болушичә, униң орниға “ортақ дөләт тил-йезиқини кеңәйтишни алға сүрүш” дегән мадда киргүзүлгән.
Көзәткүчиләрниң қәйт қилишичә, хитай һөкүмити уйғур елидә уйғур тилини маарип вә һөкүмәт орунлирида чәкләп, хитай тилини “ортақ дөләт тили” дегән намда омумлаштурушқа киришкәнгә хели болған болсиму, бирақ униң сиясити бу қетим хитай мәркизи һөкүмити тәрипидин рәсмийләшкән. Тәтқиқатчилар хитай һөкүмитиниң 2017-йили башланған чоң тутқуни билән бир вақитта 600 миңдин 800 миңғичә болған уйғур балилирини мәҗбурий “ятақлиқ мәктәпләр” гә орунлаштуруп, уларниң ана тили вә әнәниси билән болған алақисини үзүп ташлиғанлиқини илгири сүрүп кәлди.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң 28-сентәбир елан қилинған 10 йиллиқ “өсмүрләр тәрәққият программиси” ниң 3-қисминиң 4-маддиси “миллий районларниң маарип сүпити вә сәвийәсини өстүрүп, ортақ дөләт тил-йезиқини илгири сүрүшни күчәйтиш, милләтләр иттипақлиқи вә тәрәққият тәрбийәсини чоңқурлаштуруш” қа өзгәртилгән. Һалбуки, униң 2011-йили елан қилған 10 йиллиқ “өсмүрләр тәрәққият программисида “аз санлиқ милләтләрниң өз ана тилида тәрбийә елиш һоқуқиға һөрмәт қилиш вә қоғдаш” тәләп қилинғаниди.