Бәшәр әсәд һакимийитиниң йоқитилиши билән тәң, хитай өзиниң бир шерикидин айрилип қалған
2024.12.12
“әлҗәзирә қанили” (Aljazeera) сүрийәдә әсәдниң ағдурулуши (һакимийәттин айрилиши) билән хитайниң бир дипломатик шерикниң йоқ болғанлиқини көрсәткән. Шуниң билән бир вақитта, сүрийәдики һәйити тәһрири шам (HTS) хитай һөкүмити билән һәмкарлишишни бәк халимисиму, әмма хитай һөкүмитиниң сүрийә йеңи һөкүмәт билән мунасивәт орнитишқа тиришидиғанлиқини илгири сүргән.
Лондонға җайлашқан ақиллар амбири чатам өйи (Chatham House) ниң асия тинч окян пирограммисиниң алий тәтқиқатчиси вилям матевс (William Matthews) “әлҗәзирә” гә мундақ дегән: “әсәд һакимийитиниң ағдурулуши хитайға нисбәтән бир дипломатик шерикниң йоқ болғанлиқидин дерәк бериду. Хитай һөкүмитиниң йеңи сүрийә һөкүмити билән йеқин шерик болуш еһтимали бәк аз. Сүрийәдики һәйити тәһрири шам (HTS) хитай һөкүмити билән һәмкарлишишни бәк халимисиму, әмма хитай һөкүмити йеңи сүрийә һөкүмити билән мунасивәт орнитишқа тиришиду вә һәмкарлиқ йолини издәйду”.
Хитай рәиси ши җинпиң техи өткән йили бәшәр әсәд билән бейҗиңда көрүшкәндә, икки дөләт достлуқиниң чоңқур икәнликини вә истратегийәлик һәмкарлиқ орнитидиғанлиқини билдүргән иди. Хитай һөкүмити 5-декабир күни бәргән баянатида хитайниң бәшәр әсәд һакимийити тәрәптә туридиғанлиқини билдүргән болсиму, сүрийәдә әсәд һакимийити ағдурулғандин кейин, йәни 9-декабир күни хитай өз позитсийәсини өзгәртишкә мәҗбур болған. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси мав ниң: “сүрийәниң истиқбали вә тәқдирини сүрийә хәлқи бәлгиләйду” дегәниди.