“бир бәлвағ бир йол қурулуши” ниң қуруқ сөлити барғансери ашкара болмақта
2019.05.07
Анализчиларниң көрситишичә, хитай һөкүмитиниң йеқинда 2-қетимлиқ “бир бәлвағ бир йол қурулуши” мәҗлиси чақирилғандин кейин мәзкур қурулушниң “теши пал-пал, ичи ғал-ғал” қияпити барғансери көпләп ашкара болушқа башлиди. Америкидики оқурмәнлири бирқәдәр көп болған сиясий анализ гезитлиридин “бломберг пикирлири” ниң 1-майдики санида елан қилинған меһир шарма имзасидики мәхсус мақалида бу мәсилә алаһидә тәһлил қилиниду.
Апторниң қаришичә, бу қетимқи йиғинда хитай рәиси ши җинпиң обданла “һоридин чүшкән” һалда сөз қилған. У сөзидә бу қурулушта һечқандақ чирикликниң болмаслиқиға кепиллик қилидиғанлиқини билдүргән. Һәтта хитайниң баш риқабәтчиси болған японийә тәрәпниң “хитай салған қурулушларниң сүпити бәкла начар” дегән тәнқидини қобул қилған һалда “‛бир бәлвағ бир йол‚ ға мунасивәтлик қурулушлиримизда сүпәтсиз қурулушқа орун бәрмәймиз” дегән.
Мақалида көрситилишичә, хитай һөкүмити явропа вә асиядики һазирғичә өзи қатнашқанлики йиғин вә учришишларда саһибхана дөләтниң қандақ қарашта болуши яки шу дөләтниң сиясәтлиригә қандақ тәсир көрситиши билән һечқандақ һесаблишип олтурмайла изчил “бир бәлвағ бир йол қурулуши” ниң тәшвиқатини қилған. Шуниңдәк ашу дөләтләрни буниңға мәбләғ селишқа қизиқтурған. Буниң билән көплигән мәмликәтләргә хитайни наһайити бихәтәр бир мәбләғ нишани қилип тәсвирләшкә тиришқан. Һалбуки мушу қетимлиқ йиғинда ши җинпиң хитай һөкүмитиниң һазирғичә “бир бәлвағ бир йол қурулуши” ға 90 милярд америка доллири мәбләғ салғанлиқини җакарлиған. Әмма пүткүл қурулушниң омуми хамчотиға нисбәтән бу йоқниң орнидики пул болуп, апторниң қаришичә, мушуниң өзила хитайниң әмәлийәттә башқилар ойлиғандәк унчивала бай әмәсликини көрситип беридиған бир әһвал икән.
Аптор нөвәттә ши җинпиңниң барғансери көп ғәрб дөлитини бу қурулушқа қатнишишқа чақириқ қилишидики түп сәвәбни мәбләғниң йетишмәсликигә бағлайду һәмдә хитай һөкүмитиниң ғәрбтин мәбләғ “һәл қилип” бу арқилиқ мәзкур қурулушниң “матор” ини маңдурмақчи болуватқанлиқини алаһидә тәкитләйду. Шуниң билән биргә ғәрб дөләтлириниң буниңға мәбләғ селишида дәрвәқә қисмән иқтисадий мәнпәәтләрниң мәвҗутлуқини, шуниң билән биргә уларниң бу қурулушқа мәбләғ селиши әмәлийәттә хитайниң милйонлиған уйғурларни лагерларға бәнд қилип, бир пүтүн милләтни өзгәртиш урунушиға васитилик ярдәм бериш болуп қалидиғанлиқини, буниң болса ақивәттә хитайниң зулмәтлик сиясәтлиригә шерик болушқа апиридиғанлиқини көрситип өтиду. У бу һәқтики әһвалларни хуласиләп “хитайниң вәһшийликлирини қобул қилиш әмәлийәттә қорқунчақлиқтин башқа нәрсә әмәс. Һалбуки, буниңда җилвидар мәнпәәтләрниң көз қисиши һәм мәвҗут” дәйду.









