Тәйвән ташқи ишлар министирлиқи тивиттир арқилиқ хитайни уйғур елидики лагерларни тақашқа чақирған

Мухбиримиз ирадә
2019.07.08

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йолға қоюватқан лагер түзүми вә башқа еғир зулум сиясәтлири тәйвән вә хоңкоң қатарлиқ җайлардиму зор наразилиқ қозғаватқанлиқи мәлум.

Йеқинда әнглийәниң BBC радийо-телевизийәси тәрипидин ата-анилиридин мәҗбурий айриветилгән уйғур балилири һәққидә ишләнгән видийоға қарита тәйвәнниң ташқи ишлар министири җосеф ву ташқи ишлар министирлиқиниң тивиттирдики рәсмий һесаби арқилиқ инкас қайтурған.

У, тивиттирдики инкасида “компартийәниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири балилирини демократик ғәрб дөләтлиридә оқутиду. Бирақ хитай уйғур балилирини йиғивелип тәрбийәләйду. Қандақ бир һөкүмәт балиларни тартивалиду? хитай, лагерларни тақап, балиларни өйигә қайтур” дәп язған.

Йеқинда йәнә, 5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 10 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән тәйвәндә мухбирларни күтүвелиш йиғини уюштурулған болуп, униңда японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәһмут әпәнди, тәйвән-уйғур достлуқ җәмийити башлиқи лин бавхуа әпәнди вә хитай демократийә институти рәиси сең җйәнюән қатарлиқлар сөз қилған.

Радийомизниң тәйвәндики бу мухбирларни күтүвелиш йиғинидин игилишичә, йиғинда сөз қилған юқиридики затлар бирдәк дегүдәк уйғур елидики һазирқи еғир вәзийәттин тәйвәнниң әтисини көрүвелишқа болидиғанлиқини, хитай компартийәсиниң һәм уйғурлар үчүн һәм тәйвән хәлқи үчүн охшаш хәвп икәнликини тәкитлигән.

Йиғинда йәнә, ғәрб һөкүмәтлири тәрипидин иқтисадий тәрәққият нәтиҗисидә әркинлишиду, дәп пәрәз қилинған хитай коммунист һакимийитиниң, әксичә техиму һакиммутләқләшкәнлики, “чоң хитайчилиқ” тин ибарәт ирқчилиқни тәшәббус қилип, хитай болмиған милләтләргә еғир зулум селиватқанлиқи вә буниңға қарши дуняниң чоқум тәдбир елиши керәкликидәк мәсилиләр оттуриға қоюлған.

Мәлум болушичә, юқиридики бу ахбарат елан қилиш йиғини “тәйвән-шәрқий түркистан җәмийити” тәйярлиқ комитети билән хитай демократийә институти тәрипидин уюштурулғаникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.