Б д т ниң сабиқ әмәлдари хитайниң уйғур елидики йешил енергийә сияситини махтап, инсан һәқлири дәпсәндичиликини тилға алмиған

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.10.16

 Дөләтлик обзор (National Review) ториниң 10-айниң 15-күнидики хәвиригә асасланғанда, б д т ниң сабиқ юқири дәриҗилик әмәлдари ерик солһәм (Erik Solheim) хитайниң бастуруши давам қиливатқан уйғур елидә хитайниң йешил енергийә санаитини махтиған һәмдә хитайниң уйғур елидики инсан һәқлири дәпсәндичиликини тилға алмиған.

 Б д т муһит пирограммисиниң сабиқ директори ерик солһәм алдинқи айда “хитай күндилик гезити” дә өзи вә қизиниң уйғур елигә қилған сәпири тоғрисида бир парчә мақалә елан қилған. Мақалидә у, компартийә әмәлдарлириниң уйғурларни нишан қилған кәң көләмлик тутқун, җаза лагерлири вә мәҗбурий әмгәк сияситини йолға қойғанлиқи һәққидики испатларни яки б д т ниң доклатида оттуриға қоюлған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини тилға алмиған болуп, пәқәт хитайниң уйғур елидики йешил енергийә сияситини махтап көккә көтүргән.

Һалбуки, америка һөкүмити вә бир қисим явропа парламентлири хитайниң уйғур елидики вәһшийликлирини рәсмий һалда “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиған болса, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари ишханиси уйғур елиниң кишилик һоқуқ әһвали һәққидә елан қилған доклатида, хитайниң көп сандики уйғурларни халиғанчә тутуп солап, бәзилирини из-дерәксиз йоқ қиливәткәнликини вә башқа қилмишлирини “инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүргән болуши мумкин” дәп баһалиғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.