Хитай б д т да өткүзүлүши пиланланған уйғурлар һәққидики йиғинни б д т ға “һақарәт” дәп һуҗум қилған
2021.05.10
Бу һәптә америка, германийә, әнгилийә қатарлиқ дөләтләрниң саһибханлиқида б д т да өткүзүлидиған уйғурлар һәққидики тор йиғини хитайни қаттиқ биарам қилған. Хитай ташқий ишлар министирлиқи 10-май күни баянат елан қилип, бу дөләтләргә һуҗум қилған. Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуа чүнйиңниң 10-май күнидки ахбарат йиғинида ейтишичә, б д т ни шинҗаңдики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң бастурулғанғанлиқи һәққидики тор йиғини үчүн сәһнә қилип ишлитиш бу органға қилинған “һақарәт” икән.
Америка, әнгилийә вә германийә қатарлиқ дөләтләр ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурлар мәсилиси һәққидә тор йиғини пиланлап, нурғун дөләтләрни бу йиғинға қатнишишқа тәклип қилған иди. Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, хитай д т т ға әза дөләтләгә хәт йезип, уларниң бу йиғинға қанашмаслиқини тәләп қилған. Хитай уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қиливатқанлиқини рәт қилсиму, бирақ у хәлқара җәмийәтниң уйғур елида чәклимисиз мустәқил тәкшүрүш елип бериш тәләплирини изчил рәт қилип кәлди.
Ройтерс агентлиқиниң билдүришичә, хуа чүнйиң ахбарат йиғинида “америка бир қанчә дөләт билән бирлишип, б д т ниң байлиқи вә сәһнисини сүйиистимал қилмақта һәм өз мәнпәәти үчүн хитайға төһмәт вә һуҗум қилмақта,” дегән. Униң ейтишичә, бу паалийәт “б д т ға қилинған һақарәт” болуп, 12-май күни өткүзүлидиған бу паалийәтни уюштурғучилар кишилик һоқуқни сиясий қорал қилип, хитайниң ичкий ишлириға арлашмақта,” икән.
Бирақ америка ташқий ишлар министири блинкен буниң алдида “шинҗаң мәсилиси” ниң хитайниң ички иши әмәслики, чүнки хитайниң б д т “универсал кишилик һоқуқ әдинамиси” ға имза қойғанлиқини билдүргән иди.









