“уйғур” дегән сөз б д т ториниң издәш моторида чәкләп қоюлған
2024.09.11
Хитайниң б д т аппаратлирида тәсир күчиниң барғанчә күчийиши, уйғурларни өз ичигә алған кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғаватқан бир пәйттә, “уйғур” дегән сөз б д т ториниң хитайға аит бетидә чәкләп қоюлған. Нөвәттә, бу мәсилә американиң линкидин(Linkedin) намлиқ иҗтимаий таратқу суписида инкас қозғимақта. Бу мәсилә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң сабиқ хитай ишлири директори, хитай кишилик һоқуқ мәсилилири мутәхәссиси софий ричардсонниң байқиши вә буни линкидин иҗтимаий алақә суписида оттуриға қоюши билән ашкариланған. Ричардсонниң ашкарилишичә, у б д т ториниң хитайға аит бетигә кирип, уйғур, дегән сөзни киргүзгән. Әмма бу бәтниң тор издәш матори “кәчүрисиз, сиз издигән сөзни тапалмидуқ” дегән хәтни чиқирип бәргән.
Әмәлийәттә, уйғур, дегән сөз хитай һөкүмитиниң 2017-йилидин башлап уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилип лагер, түрмиләргә қамиши, җүмлидин америка һөкүмити вә бәзи ғәрб парламентлириниң қарар мақуллап, хитайни уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилиш билән әйиблишидин кейин, тор дунясидики техиму тонушлуқ исимға айланғаниди.
Нөвәттә, б д т ториниң хитайға аит бети уйғур, дегән сөзини немә үчүн чәкләп қойғанлиқи, буниң хитайниң бесими билән мәқсәтлик чәкләнгәнлики яки буниңға техникилиқ кашилиниң сәвәб болғанлиқи мәлум әмәс. Әмма б д т ниң хитайға аит торидин уйғур сөзиниң тепилмаслиқи б д т кишилик һоқуқ али комиссари волкер түрк, уйғурлар мәсилисидә авази техиму төвәнләп кетиш билән әйиблиниватқан бир пәйттә йүз бәрмәктә. Волкер түрк 9-сентәбир б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 57-қетимлиқ йиғинида, дуняниң кишилик һоқуқ вәзийитидин доклат бәргән. Әмма хитайниң уйғур елидики қирғинчилиқини анчә бәк тилға алмиғаниди. Софий ричардсонниң қәйт қилишичә, уйғур сөзиниң б д т ториниң хитай бетидә тепилмаслиқи “мәлум җәһәттин һәммә нәрсини чүшәндүрүп бәрмәктә” икән.