Б д т ниң кишилик һоқуқ комитети уйғур дияриға беришни тәләп қилмақта

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий бастуруш һәрикити пүтүн дуняниң зор диққитини қозғаватқанда б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң йеңидин тәйинләнгән рәиси мишел башилет зор сандики уйғурларниң уштумтут ғайиб болуп кетиши вә тутқун қилинишиға даир әһвалларни тәкшүрүш үчүн уйғур дияриға беришни тәләп қилди.

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий бастуруш һәрикити пүтүн дуняниң зор диққитини қозғаватқанда б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң йеңидин тәйинләнгән рәиси мишел башилет зор сандики уйғурларниң уштумтут ғайиб болуп кетиши вә тутқун қилинишиға даир әһвалларни тәкшүрүш үчүн уйғур дияриға беришни тәләп қилди.

Ройтерис агентлиқиниң 6-марттики хәвиридә ейтилишичә, мишел йеқинда хитай һөкүмитигә тәләп сунуп, өзиниң уйғур дияриға бериши вә нәқ мәйдан тәкшүрүшидә болидиғанлиқини билдүридикән. Хәвәрдә көрситилишичә, мишел шу күни б д т ниң кишилик һоқуқ алий кеңишидә доклат бәргәндин кейин бу сөзләрни қилған. У бу һәқтә тохтилип “муқимлиқ вә бихәтәрлик барлиқ хәлқләрниң һәқлиригә һөрмәт қилиш асасида бәрпа қилиниши лазим” дегән. Мәлум болушичә, буниңдин бир күн бурун б д т ниң диний етиқад әркинлики мәсилилирини тәкшүргүчиси әһмәд шаһидму хитай һөкүмитидин уйғур дияриға беришни тәләп қилған иди. Һалбуки, уларниң уйғур дияриға бериш тәлипигә хитай һөкүмитиниң қандақ җаваб бериши техи намәлум икән.

Һалбуки, хитай һөкүмити йеқинқи мәзгилләрдә өзлириниң иқтисадий боюнтуруқи астидики бир қисим дөләтләрниң дипломатлиридин аталмиш “екскурсийә өмики” тәшкилләп, уйғур диярида зиярәткә орунлаштурған иди. Бу чәтәл дипломатлири болса алдин тәйярланған “тәрбийәләш мәркизи” дә зиярәттә болғандин кейин бу җайларниң “уйғурлар арисида зор алқишқа еришкәнлики” һәққидә бәс-бәстә сөз қилған. Шу қатарда ислам дунясидики һәммигә тонушлуқ болған афғанистан дияридин тәшкилләнгән бир гуруппа “екискурсийә өмики” уйғурлар диярини көздин кәчүргәндин кейин хитай ахбарат васитилиригә өз тәсиратини баян қилип “у җайда тинчлиқ, муқимлиқ, асайишлиқни, шуниңдәк көп мәнбәликкә тоюнған инақ җәмийәтни көрдуқ” дегән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org