Хитай, б д т ниң уйғурлар вә тибәтләргә алақидар тәклиплирини рәт қилған

Хитай, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә берилгән тәклип-пикирләрниң көпинчисини рәт қилған.

Хитай, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә берилгән тәклип-пикирләрниң көпинчисини рәт қилған.

Өткән йили ноябирда бирләшкән дөләтләр тәшкилатида хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини “универсал қәрәллик көрүп чиқиш” йиғини ечилған иди. Йиғин ахирида хитайға 346 маддидин тәркиб тапқан бир тәклип сунулған.

Хоңкоң әркин ахбарати гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай тәрәп 5-март күни юқиридики бу тәклипләрниң 62 маддисини рәт қилған вә бу маддиларни “хитайниң дөләт вәзийити вә қанунлириға уйғун әмәс, у сиясий қаратмилиққа игә, сахта” дәп көрсәткән.

Мәлум болушичә, хитай рәт қилған маддилар асасән хитай һөкүмитиниң уйғур елидә вә шундақла тибәт районида йүргүзүватқан миллий вә дини бесим сиясәтлири, өлүм җазаси, хусусий әркинлик мәсилилиригә аит икән.

2018-Йили 11-айниң 6-күни ечилған “универсал қәрәллик көрүп чиқиш” йиғинида америка, әнглийә, австралийә қатарлиқ 24 дөләт хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә тибәтләргә йүргүзүватқан сияситини әйиблигән. Булар ичидики 14 дөләт болса уйғур елидә лагерниң мәвҗутлуқидин сөз ачқан. Һалбуки, һечбир мусулман дөлити хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тилға алмиғанни аз дәп, хитайниң кишилик һоқуқ җәһәттә қолға кәлтүргән аталмиш нәтиҗилиригә утуқ тилигән иди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org