Хитай вәкили б д т да йиғивелиш лагерлирини ақлиди

Мухбиримиз әркин
2019.03.15

Хитайниң муавин ташқи ишлар министири ли йүчең 15‏-март күни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йиллиқ йиғинида сөз қилип, хитай һөкүмити “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” дәп тонуштуруп келиватқан йиғивелиш лагерлирини ақлиған. Униң илгири сүрүшичә, районда “әсәбийлик” идийәсиниң йоқилишиға әгишип, лагерлар тәдриҗий тақилидикән.

Лагерлар мәсилиси б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң бу йил 25‏-феврал башланған 40‏-нөвәтлик йиллиқ йиғинида демократик дөләтләрниң күнтәртипидики асаслиқ мәсилигә айланған. Йиғинда улар хитай һөкүмитини бу лагерларни тақап, тутқунларни қоюп беришкә үндигән. Америка һөкүмитиниң илгири сүрүшичә, нөвәттә бу лагерларда 800 миңдин 2 милйонғичә киши тутуп турулмақта икән.

Ли йүчең җүмә күни б д т да хитайниң сияситини ақлаштин аввал америка ташқи ишлар министирлиқи уйғур районида кишилик һоқуқни дәпсәндә қилған хитай әмәлдарлириға қарита тәдбир қоллинидиғанлиқини билдүргән иди. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ли йүчең йиғинда, шинҗаң даирилириниң “зораван террорлуқ җинайәтлири” ни бастуруш үчүн тәдбир алғанлиқи вә “әсәбийликни түгитиш тәдбирлири” ни йолға қойғанлиқини илгири сүргән.

У “террорлуққа қарши туруш вәзийитиниң яхшилинишиға әгишип, тәрбийәләш программиси азайтилиду вә тәдриҗий ахирлаштурулиду” дегән. Униң илгири сүрүшичә, “әгәр, кәскин тәдбир елинмиған болса шинҗаңда зораван террорлуқ һуҗуми күчийип, хитайниң башқа өлкилиригә. . . . . . . Вә дуняниң башқа җайлириға кеңийәттикән”. Лекин, йиғинда хитайниң баяни норвегийәниң рәт қилишиға учриған.

Норвегийә вәкили хитайни б д т ниң районда тәкшүрүш елип беришиға йол қоюшқа чақирған. Әмма йиғинда пакистан хитайни қоллиған. Пакистан вәкили “хитайниң мусулман пуқралириға көңүл бөлүватқанлиқи” ни илгири сүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.