Хитай һөкүмити б д т кишилик һоқуқ комитетиниң рәисини уйғур дияриға тәклип қилди

Мухбиримиз әзиз
2019.06.13

Хитай һөкүмитиниң милйонлиған уйғурни лагерларға қамиши хәлқарада зор диққәт қозғиғандин кейин хитай һөкүмити бир қисим ушшақ дөләтләрниң дипломатлирини үрүмчи, қәшқәр вә хотән қатарлиқ җайлардики бир қисим “тәрбийәләш мәркәзлири” гә екскурсийәгә орунлаштурған иди. 13-Июн күни хитай һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ алий кеңишиниң рәиси мешел бачелотни екскурсийәгә тәклип қилди.

“җәнубий хитай әтигәнлик гезити” ниң 13-июндики хәвиридә ейтилишичә, хитайниң б д т да турушлуқ баш әлчиси чен шү җәнвәдики мухбирларни күтүвелиш йиғинида бу тәклипни җакарлиған һәмдә “рәис мешел бачелотни шинҗаңдики маарип арқилиқ тәрбийәләш мәркәзлириниң әсәбийликни түгитишкә қандақ ярдими болғанлиқини өз көзи билән көрүп кәтсикән, дегән үмидтимиз. Чүнки көз билән көргәнгә ишиниш әң ақиланилиқтур” дегән. Илгири хитай һөкүмити б д т әмәлдарлириниң “ички ишларға арилашмаслиқ” шәрти билән уйғурлар дияриға тәкшүрүшкә барса болидиғанлиқини ейтип кәлгән.

Мәлум болушичә, илгири чилиниң президенти болған мешел ханим 2018-йили авғусттин башлап зәйид һүсәйинниң орниға чиққан һәмдә изчил түрдә б д т ниң уйғур дияридики тутқун әһвалини тәкшүрүши лазимлиқини тәкитләп кәлгән икән. Әмма у бу тәклипкә һазирчә инкас қайтурмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.