Бейҗиң шәһиридә еғир дәриҗидә һава булғиниш әһвали көрүлгән
2016.10.15
Игилинишичә, хитай пайтәхти бейҗиңда йеқинқи бирқанчә күндин буян еғир дәриҗидики һава булғиниш әһвали көрүлмәктикән.
Хитай ахбарат ториниң 14 - өктәбирдики хәвиригә қариғанда, бейҗиң шәһири вә хитайниң шималий районлири начар һава шараитиниң тәсиргә учрап, һавадики булғанма маддилар үзлүксиз көпәйгән.
Һаварайидин алдин берилгән мәлуматқа асасланғанда, кәлгүси икки күн ичидә бейҗиң шәһириниң һава сүпити йәнила еғир дәриҗидики булғиниш һалитидә туридикән.
Бейҗиң шәһәрлик һава сүпитиниң еғир булғинишиға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизи 14 - өктәбир чүштин кейин, әслидики көк рәңлик агаһландуруш сигналини сериқ рәңлик агаһландуруш сигналиға өзгәрткәнлики мәлум.
Бейҗиң шәһәрлик муһит асраш идариси мунасивәтлик тармақлардин қурулуш орнидики чаң - тозанни контрол қилишни, пүтүн шәһәрдә топа - шеғил қурулуши вә кона қурулушларни чеқиш қатарлиқларни тохтитишни тәләп қилған.
Мәлум болушичә, хитай пайтәхти бейҗиң йеқинқи оннәччә йилдин буян хитайда көрүливатқан начар һаварайиниң биваситә тәсиригә учримақтикән. Болупму һәр йилиниң әтияз вә күз күнлиридә бейҗиң шәһири моңғол егизликидин келидиған қум - боранлиқ һаварайиниң еғир тәсиригә учрап, бәзи вақитларда бир қанчә метир алдидики йолниму көргили болмайдикән.
Муһит анализчилири бейҗиң шәһиригә һәр йили тәсир көрситидиған қум боранлиқ һаварайиниң сәвәбини моңғол яйлақлири билән тарим ойманлиқидики муһитниң бузулишидин келип чиққан начар һаварайи билән мунасивәтлик дәп қаримақтикән.