Д у қ: “бейҗиң олимпик мусабиқиси хитайниң қирғинчилиқ хорикини техиму өстүриветиду!”

Мухбиримиз әзиз
2021.08.31

2022-Йили бейҗиңда өткүзүлмәкчи болуватқан бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси изчил һәрқайси саһәниң байқут қилиш чуқанлириға дуч келиватқан болуп, йеқинда дуня уйғур қурултийи бу һәқтики мәйданини йәнә бир қетим ашкара ипадә қилди.

Америкадики оқурмәнлири әң көп болған хәвәр агентлиқлиридин “брейбарт хәвәрлири” (Breitbart News) йеқинда мәхсус д у қ билән сөһбәтлишип, бу һәқтики тәһрират мақалисини елан қилди. Бу қетимқи сөһбәттә д у қ ниң явропа сияситигә даир ишларға мәсул директори куен ступ әһвал тонуштуруп: “хитайниң олимпик мусабиқиси өткүзүшигә йол қоюш әмәлийәттә хитай һөкүмитигә ‛сән халиған ишлириңни қиливәр‚ дегәнликкә баравәр. Әгәр бу мусабиқә бейҗиңда өткүзүлсә ениқки, хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзиватқан җинайәтлик қилмишлирини техиму юқури пәллигә чиқириш хорики йәнә бир балдақ өсиду” дегән.

Бу қетимқи сөһбәттә куен ступ нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ, мәҗбурий әмгәк вә башқа мунасивәтлик мәсилиләр оттуриға қоюлуп, бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини қандақтур “қисмән байқут қилиш” яки “дипломатик байқут қилиш” шәклидә әмәс, бәлки “толуқ байқут қилиш” лазимлиқини, ундақ қилмай бу қетимқи олимпик мусабиқиисигә вәкил әвәткән дөләтләрниң маһийәттә хитай қиливатқан зулумларға шерик болушни таллиғанлар болуп қалидиғанлиқини билдүргән.

Мақалида көрситилишичә, д у қ һазирға қәдәр хәлқара олимпик комитети, шундақла бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини иқтисадий җәһәттин қоллиғучи хәлқаралиқ ширкәтләр қатарлиқлар билән җиддий алақилишиватқан болуп бу қетимқи мусабиқини бейҗиң шәһридә өткүзмәслик, “қирғинчилиқ мусабиқиси” дәп нам елип болған бундақ бир мусабиқиниң иқтисадий ишлириға шерик болмаслиқни тәкитләп кәлмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.