Канада ‍өктичи партийәси канаданиң бейҗиң қишлиқ олимпик мусабисиға қатнашмаслиқини тәләп қилған

Мухбиримиз әркин
2021.06.07

Канададики әң чоң өктичи партийә-консерватиплар партийәсиниң рәһбири ерин отул канада баш министири терудеоға хәт йезип, уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилған хитайниң бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға канаданиң тәнтәрбийәчи әвәтмәсликини тәләп қилған.

Ерин отулниң ейтишичә, терудео G-7 дөләтлириниң башлиқлар йиғинида хитайға қарши позитсийә билдүриши, шундақла бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини башқа дөләткә йөткәшни тәләп қилиши керәк ‍икән. G-7 Дөләтлириниң башлиқлар йиғини бу һәптиниң ахирлири әнгилийәдә ‍өткүзилидикән.

“җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң билдүрүшичә, ерин отул бу хәтни ‍өткән җүмә күни әвәткән болуп, у терудеониң “баш министир болуш сүпити билән дуня сәһнисидә 2022-йиллиқ қишлиқ бейҗиң олимпик мусабиқисини башқа дөләткә йөткәшкә чақиришини сорайдиғанлиқи” ни билдүргән. У мундақ дегән: “уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериливатқанда, канада пуқраси майкел ковриг билән майкел спавор давамлиқ тутуп турулған әһвалда, канада ‍өзиниң тәнтәрбийәчилирини хитайға әвәтмәслики керәк.”

Ерин отул йәнә әнгилийә баш министири борис җонсонниңму бейҗиң қишлиқ олимпикини башқа дөләткә йөткәш үчүн бесим ишлитишини тәләп қилған. Чәт әл таратқулириниң ейтишичә, G-7 дөләтлири башлиқлириниң бу нөвәтлик йиғинида уйғур мәсилисиму күнтәртипкә қоюлидикән. Президент байденниң муавин дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси далеп синг бу йил 4-айда уйғур мәсилисиниң бу йиғинда күнтәртипкә қоюлидиғанлиқини илгири сүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.