Хитай уйғурларниң бәшбалиқ қәдимки шәһәр харабилиқиниң орнида “ғәрбий район тутуқ мәһкимиси музейи” қурған

Мухбиримиз әркин
2022.07.15

Хитай һөкүмити тарихтики уйғур идиқут дөлитиниң муһим сияси, сода-иқтисадий мәркәзлиридин бири болған, һазирқи җимисар наһийәси тәвәсидики бәшбалиқ қәдимки шәһәр харабилиқиниң орнида, таң сулалисиға даир “ғәрбий район тутуқ мәһкимиси музейи” ни қурған.

“хитай хәвәрлири” ториниң билдүрүшичә, 14-июлдин башлап рәсмий ечилған бу музей “оттура түзләңлик сулалилириниң ғәрбий райондики әнши, бейтиң қатарлиқ һәрбий, сиясий әслиһәлириниң қурулуши вә ремонт қилиниши, шундақла хән сулалиси дәвридин таң сулалисиғичә болған арлиқта бу райондики һәр милләт мәдәнийитиниң өзара алмишиши һәм қошулушини намайән қилған” икән.

Һалбуки тәтқиқатчилар, бу музей хитай һөкүмитиниң 2017-йилидин башланған “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш” намида уйғурлар тарихта қурған мустәқил дөләтләр һәмдә уларниң тил-йезиқ вә түрлүк мәдинийәт өрнәклирини өчүрүп ташлап, районни омумйүзлүк хитайлаштуруш пиланиниң бир парчиси икәнликини билдүрмәктә. Хитай һөкүмити 2017-йилдин башлап нурғун мәбләғ аҗритип, районда кәң көләмлик музей қурулушлирини елип барған вә бу музейларда уйғур тарихи хитай тарихиниң рамкиси ичидә қайтидин шәрһийләнгән.

Археологларниң ейтишичә, хитай тарихнамилирида ғәрбий районда “әнши тутуқ мәһкимиси”, “бейтиң тутуқ мәһкимиси” дәйдиған бир қисим хатириләр мәвҗут болсиму, бирақ уйғур диярида бундақ орунларниң мәвҗут болғанлиқини дәлилләйдиған һечқандақ археологийәлик маддий пакитлар йоқ икән. Хитай һөкүмәт тарихчилириниң бүгүр, җимисар қатарлиқ җайлардики бәзи қәдимий харабиләрни “тутуқ мәһкимиси” дейиши, илмий вә тарихий җәһәттин гуманлиқ икән.

Хитай даирилири 2018-йили җимисардики бу қәдимий шәһәр харабилиқини хитайдики оттура-башланғуч мәктәп оқуғучилириниң “мәмликәтлик тәтқиқат вә әмәлийәт тәрбийәси базиси” қилип бекиткән, шундақла 2021-йили бу орун хитай дөләтлик мәдәнийәт ядикарлиқлири идариси тарқатқан “чоң типтики мәдәнийәт ядикарлиқлирини қоғдаш вә униңдин пайдилинишниң 14-бәш йиллиқ пилани” ға киргүзүлгән. Хитай һөкүмитиниң йеқиндин буян уйғур дияридики тарихий излар вә археологийәгә даир мәдәнийәт ядикарлиқлириға қайтидин ениқлима берип, уни аталмиш “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңи” бәрпа қилишниң тарихий асасиға айландурмақчи болуватқанлиқи, илим саһәсидики мутәхәссисләрниң диққитини қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.