Биңтуән даирилири хитай көчмәнлирини уйғур елида “йилтиз тартқузуш” қа урунмақта

Мухбиримиз ирадә
2021.04.08

Уйғур елида турушлуқ ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни хитай көчмәнлирини йөткәшни давамлиқ күчәйтмәктә.

“биңтуән гезити” ниң 7-април тарқатқан хәвиридин мәлум болушичә, биңтуән 2020-йиллиқ “ғәрбий район пилани” бойичә йәнә 21 түрни йолға қоюп, хитай өлкилиридики алий мәктәп оқуғучилирини уйғур елигә җәлп қилиш вә уларни бу йәрдә йилтиз тартқузуш һәрикитини күчәйткән.

Аталмиш “ғәрбий район пилани” хитай һөкүмити уйғур елидики биңтуәнгә келип орунлишидиған хитай көчмәнләрни йәниму көпәйтиш үчүн йолға қойған мәхсус истратигийә болуп, хитай даирилири 2018-йили 8-айдин башлап бу һәрикәтни башлиған вә аталмиш “пидаий” ларниң хизмәт вә турмуш ярдәм пулини зор дәриҗидә ашурғанлиқини елан қилған иди.

Хәвәрдин қариғанда, биңтүән 2020-йили пәқәт мушу түр бойичила ичкири хитай өлкилиридин 3009 нәпәр адәм қобул қилған, йәнә йеңидин 1377 адәмни тизимлиған. Буниң ичидә уйғур районида давамлиқ қелип хизмәт қилишни таллиғанлар 1652 нәпәргә йәткән.

Диққәт қозғайдиғини шуки, хитай даирилири биңтуәнгә қәрәллик хизмәткә кәлгән бу аталмиш “пидаий” ларниң уйғур елида йәрлишип қелишини қолға кәлтүрүш үчүн мәхсус “оқутуш, башқуруш, ярдәм бериш, қоллаш вә сақлап қелиш” дәп аталған бир сиясәт әндизисини йолға қойған болуп, улар йеңидин кәлгәнләрниң барлиқ турмуш қейинчилиқлирини һәл қилишни, ярдәм пулини өстүрүшни, улар билән қәрәллик сөзлишип турушни вә нәтиҗидә уларни уйғур елида елип қелишни көзләйдикән.

Хитай һөкүмити һәрхил нам, һәрхил сиясәтләр бойичә уйғур елиға тохтимай хитай көчмәнлирини йөткәватқан болуп, биңтуән бу сиясәтләрдә давамлиқ башламчилиқ рол ойнап кәлгән. Болупму 2017-йили хитай милйонлиған уйғурни лагерларға қамиғандин буян бу һәрикитини йәниму тезләткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.