Биңтуәнләргә 13 миңдин артуқ хитай кадир ишқа чүшкәнлики мәлум болди
Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий контроллуқиниң йәнә бир вастиси һәрқайси җайлардики биңтуәнләргә хитай өлкилиридин көпләп кадир қобул қилиш арқилиқ ишқа ашмақтикән.
-
Мухбиримиз әзиз
2021-04-16 -
-
-
Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий контроллуқиниң йәнә бир вастиси һәрқайси җайлардики биңтуәнләргә хитай өлкилиридин көпләп кадир қобул қилиш арқилиқ ишқа ашмақтикән.
“биңтуән хәвәрлири” ториниң 16-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, биңтуән даирилири нөвәттә “ғәрбий қисимға ярдәм бериш” намида алий мәктәпни пүттүргән оқуғучиларни хизмәткә елишни башливәткән болуп, хитай оқуғучилар тор арқилиқ тизимлитип ишқа чүшүшкә башлиған. Хәвәрдә ейтилишичә, бу хилдики хитай оқуғучиларға муаш, олтурақ өй вә башқа җәһәтләрдә көплигән етивар бериш сиясәтлири болуп, улар нуқтилиқ һалда һәрқайси асасий қатлам тәвәсидә иҗтимаий тәртипни сақлаш хизмити билән шуғуллинидикән. Хәвәрә ейтилишичә, мушу хилдики ичкиридин хитай оқуғучиларни қобул қилиш усулида 2003-йилидин буян 13 миңдин артуқ хитай кадир һәрқайси биңтуәнләргә ишқа чүшүп болған.
Анализчилар уйғур дияридики миңлиған уйғур алий мәктәп оқуғучилириниң уйғур вә хитай тиллирини пишшиқ билгән һаләттиму ишсиз қеливатқанлиқидәк реаллиқни әскәртип “бу мустәмликичи һакимийәт һәрқачан қоллинидиған усулларниң бири. Улар мушу арқилиқ өзлириниң мәмурий контроллуқини техиму күчләндүриду” деди.