Хитай һөкүмити биңтуәнгә адәм қобул қилишни тезләтмәктә
2019.08.05
Хитай һөкүмити 2017-йили 2 милйондәк уйғур, қазақ вә башқа мусулманларни тутқун қилип, лагерларға қамаш билән бир вақитта биңтуәнни җәнубтики уйғурлар зич олтурушлуқ районларға кеңәйтишни оттуриға қойған. Шуниңдин бери биңтуәнниң җәнубтики полк вә девизийәлири кеңәйтилип, униңға кәң көләмдә адәм қобул қилиш башланған. Лекин, хитайниң мәзкур пилани уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриған. Улар “уйғурларниң кәң көләмлик лагерларға қамилип, уларниң орни биңтуәнгә елип бериливатқанлиқи” ни илгири сүрүп кәлди. Уларниң қәйт қилишичә, хитай һөкүмити биңтуәнгә хизмәтчи қобул қилишни кеңәйтипла қалмай, “ғәрб пилани” дегәндәк намларда пидаий әтрәтлирини уюштуруп, ичкири өлкиләрдики хитай алий мәктәп оқуғучилирини уйғур елиниң җәнубиға җәлп қилмақтикән.
Хитайниң “җуңго хәвәрләр тори” өткән һәптә тарқатқан бир хәвиридә, хитайниң ичкири өлкилиридин “ғәрб пилани пидаийлар” һәрикитигә қатнашқан 1800 нәпәр оқуғучиниң биңтуәнгә “пидаий” болуп кәлгәнликини билдүргәниди.









