Хитай һөкүмитиниң биңтуән районлириға техникилиқ ярдәм бериши гуман қозғимақта
2019.08.09
“хитай хәвәрлири тори” ниң 8-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, хитай мәркизий һөкүмити йеқинда 11 милйон сом мәбләғ аҗритип биңтуәндики “үч район” ға пән-техника хадимлирини сәпләп беридиғанлиқини елан қилған. Хәвәрдә ейтилишичә, бу мәбләғ арқилиқ хитай һөкүмити 512 нәпәр пән-техника хадимини шихәнзә университети, тарим университети қатарлиқ җайлардин таллап, биңтуәнләргә техникилиқ ярдәм беришкә әвәтидикән. Шундақла бу университетларда биңтуәндин кәлгән 60 хитайни тәрбийәләйдикән.
Хитай һөкүмити хитай мутәхәссислирини юқири мааш билән уйғурлар аһалиниң мутләқ көп қисмини тәшкилләйдиған җайға “техникилиқ ярдәм” гә әвәтишни изчил һалда “уйғурларға ярдәм” дегән шәкилдә тәшвиқ қилип келиватқанлиқи мәлум. Мушу шәкилдә хитай һөкүмити биңтуәнләрниң пән-техника түри үчүн 2018-йилиниң өзидила 300 милйон сомдин артуқ хираҗәт аҗратқан.
Анализчилар бу һәқтә пикир қилип “хитай һөкүмити уйғурларға ярдәм қилиш намида өзиниң хитай хизмәтчилирини асасий қатламларда йетәкчи орунда турғузуп келиватиду. Бу арқилиқ уйғурларни контрол қилишни йәниму күчәйтиш уларниң ахирқи мәқсити,” дәп көрсәтти.









