Биңтуәнниң кәспий орунлири 8-айдин башлап йәнә адәм қобул қилишни башлиған
2021.08.13
“биңтуән хәвәрлири” ториниң хәвәр қилишичә, биңтуән партийә мәктипи, биңтуән базар башқуруш идариси, биңтуән йемәк-ичмәк, дора баһалаш мәркизи, биңтуән истемалчиларниң һоқуқини қоғдаш мәркизи, биңтуән 5-девизийә шихәнзә дохтурханиси, тарим университети қатарлиқ кәспий орунлар көпләп адәм қобул қилишни башлиған.
Биңтуән һәр йили вә бир йилниң қәрәллик вақитлирида маарип саһәси, тор башқуруш, түрмә башқуруш, дохтурхана, тәтқиқат орунлири вә башқа саһәләргә ичкири хитайдин вә уйғур районидики алий мәктәпләрни пүттүргән хитай оқуғучилирини қобул қилип келиватқан болуп, көзәтчиләр бу әһвални хитайниң биңтуәнни давамлиқ тәрәққий қилдуруш, биңтуән арқилиқ уйғур районини контрол қилиш, уйғур райониға көпләп хитай нопусини йөткәш арқилиқ бу райондики мутләқ үстүнлүкини сақлап қелиш тактикисиға бағлап чүшәндүрмәктә.









