Биңтуән башқурушидики 2 алий мәктәптә алаһидә кәсипләр тәсис қилинған
Бу алий мәктәпләрдин бири, шинҗаң сиясий-қанун институти болуп, бу йил 1-айда биңтуәнниң башқурушиға өткүзүп берилгән. Бу мәктәп толуқ курс маарипини асас қилған болуп, буниңдин кейин чоңлар маарипи билән кәспий тәрбийәләшниму елип баридикән.
-
Ихтиярий мухбиримиз җәвлан
2021-08-16 -
-
-
“биңтуән күндилик гезити” ниң хәвиригә қариғанда, биңтуәнгә қарашлиқ 2 алий мәктәптә 7 толуқ курс кәсипи тәсис қилинған.
Бу алий мәктәпләрдин бири, шинҗаң сиясий-қанун институти болуп, бу йил 1-айда биңтуәнниң башқурушиға өткүзүп берилгән. Бу мәктәп толуқ курс маарипини асас қилған болуп, буниңдин кейин чоңлар маарипи билән кәспий тәрбийәләшниму елип баридикән.
Йәнә бири, тарим университети болуп, бу мәктәпкә тор бихәтәрликини қоғдаш, мәхпийәтликни сақлаш техникиси, мәхпийәтликни башқуруш илми, урду тили қатарлиқ йеңи кәсипләр тәсис қилинған.
Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, биңтуәнгә қарашлиқ алий мәктәпләрниң көпийиши вә йеңи кәсипләрниң қошулуши хитай һөкүмитиниң биңтуәнни тәрәққий қилдуруш арқилиқ уйғур районини контрол қилиш нийитини йәниму рошән көрситип беридикән. Бу йәрдики “тор бихәтәрликини қоғдаш” қатарлиқ зил кәсипләр хитайниң уйғур районидики тәқип-назарәт системиси вә учурни қамал қилиш еһтияҗиниң нәқәдәр күчлүк икәнликини көрсәтсә, урду тилини мәхсус кәсип қилип тәсис қилиши пакистан, афғанистан (талибан) билән болған мунасивәтлириниң еһтияҗидин болуши мумкин икән.