Хитай һөкүмити уйғур елида биңтуән билән йәрликни бирләштүрүш һәрикити башлиған

Йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң уйғур елида ббиңтуән билән йәрликни бирләштүрүштин ибарәт сиясий истратегийәлик пиланини әмәлийләштүрүватқанлиқи мәлум.

Йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң уйғур елида ббиңтуән билән йәрликни бирләштүрүштин ибарәт сиясий истратегийәлик пиланини әмәлийләштүрүватқанлиқи мәлум.

Хитайниң “тәңритағ тори” елан қилған бир хәвәрдә ейтилишичә, биңтуән 3-дивизийиси җайлашқан тумшуқ шәһири биңтуән вә йәрликниң бир гәвдилишишини техиму илгири сүрүш үчүн йеқинқи йиллардин буян тумшуқ шәһири әтрапидики районлар билән бирлишип, бир гәвдилишиш тәрәққият истратегийәсини йолға қойған.

Хәвәргә қариғанда бу биңтуән билән йәрликниң бирлишиши башқурушта бирлишиш, иқтисадта бирлишиш, ул әслиһәдә бирлишиш, йәр – земинда бирлишиш, маарипта бирлишиш қатарлиқларни асас қилидикән.

Биңтуәнниң муавин қомандани ше рүййүән бу һәқтә сөз қилғанда: “пәқәт биңтуән билән йәрликни бир гәвдиләштүргәндила, андин зор тәрәққиятқа еришкили һәмдә шинҗаңдики иҗтимаий муқимлиқ вә узун муддәтлик әминликниң омумий вәзийитигә техиму яхши маслашқили болиду,” дегән.

Чәт әлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, биңтуән билән йәрликни бирләштүрүш пилани хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур елидики наһайити зор сиясәт өзгиришидин дерәк беридиған болуп, бу хитайниң биңтуәндин ибарәт ғәйрий рәсмий армийәсиниң уйғур елидики қамалини йәниму күчәйтишни мәқсәт қилидикән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org