Бетани ейлин: “пәрһат турсун шинҗаңдики бихәтәр җайға қамалди”

Axios Торида бүгүн “бу романчи һазир шинҗаңдики бихәтәр җайда қамақлиқ” намлиқ бир обзор елан қилинған болуп, униңда язғучи пәрһат турсунниң уйғур әдәбиятидики алаһидә орни муһим диққәт нуқтиси сүпитидә тилға елинған.

Axios Торида бүгүн “бу романчи һазир шинҗаңдики бихәтәр җайда қамақлиқ” намлиқ бир обзор елан қилинған болуп, униңда язғучи пәрһат турсунниң уйғур әдәбиятидики алаһидә орни муһим диққәт нуқтиси сүпитидә тилға елинған.

Бу обзурдин мақалә аптори бетани ейлин ханимниң хитайда мухбирлиқ қилғанлиқи, пәрһат турсун билән көрүшкәнлики вә униң иҗадийәт тарихини вә йезиқчилиқ услубини хелила чоңқур чүшинидиғанлиқи көрүнүп туриду.

У мундақ дәп язиду: “пәрһат турсун шинҗаңдики алдинқи қатардики модернсит язғучилардин болуп, кафка билән җалалидин руминиң тәсиригә учриған. У 16 йиллиқ кесилип, хитай түрмисигә қамалди. У йүзлигән уйғур зиялийлири қатарида коммунист хитай һөкүмитиниң уйғур мәдәнийитини йоқитиш һәрикитиниң қурбаниға айланди”.

Бу обзурда мақалә аптори пәрһат турсунниң өз вақтида уйғур җәмийитидә хата чүшиниш вә йәклинишкә учриғанлиқини тилға елиштин чекинмигән, бу һәқтә мундақ дегән: “пәрһат турсун 1999-йил ˃өлүвелиш сәнити˂ намлиқ романини елан қилғандин кейин китабиниң көйдүрүлүшигә вә өлүм тәһдитигә учришиға сәвәб болған”. Мақалә апториниң пәрһат турсунни “у һазир бихәтәр җайға қамалди” дәп кинайә қилиши бәлким шу нуқтини көрсәтсә керәк.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org