Антони билинкин “юмилақ үстәл сөһбити” дә ахбарат әркинликиниң муһимлиқини тәкитлигән
2022.09.20
Америка ташқий ишлар министири антони билинкин 9-айниң 19-күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ню-йорктики бинасида әркинлик паалийәтчилири вә мухбирлар билән юмилақ үстәл сөһбити өткүзгән.
Антони билинкин бу һәқтә өзиниң тивиттер һесабида учур йоллап мундақ дегән: “сөз әркинликигә һөрмәт қилинған җайдила җәмийәт тәрәққий қилиду. Бүгүн бу ‛чәт әллик мухбирлар мәркизи‚дә мухбирлар вә иҗтимаий паалийәтчиләрниң пикирлирини аңлаш пурсити болғиниға, шундақла уларниң демократийә вә кишилик һоқуқни қоғдаш үчүн қилған муһим хизмәтлиригә тәшәккүр ейтимән”.
Антони билинкин бу сөһбәттә қилған сөзидә мундақ дегән: “бундақ сөһбәтни ‛чәт әллик мухбирлар мәркизи‚ дә өткүзүш толиму мувапиқ. Америка сөз әркинлики вә ахбарат әркинликини қоғдаш вәдисидә чиң туриду, чүнки у сағлам демократийәниң асаси”.
Әркин асия радийоси уйғур бөлүмидин бу йиғинға қатнашқан гүлчеһрә хоҗа, америка һөкүмитидин уйғур мухбирлирини вә уларниң вәтәндики аилә әзалирини қоғдаш үчүн һәрикәт қилишни тәләп қилған. Антони билинкинму уйғур мухбирлардин һал сорайдиғанлиқини вә уларниң аилә вәзийитини яхшилашқа тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүргән.