Уйғур райониниң йеңи секретари чен чүәнгу тунҗи йиғинидила әбәдий әминликни тәкитлиди
2016.08.31
30-Авғуст күни уйғур аптоном районлуқ парткомниң йеңи секретари чен чүнго даимий һәйәтләр комитетиниң өз рәһбәрликидики тунҗи йиғинини ачқан.
Хитайниң тәңритағ ториниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, у сөзидә хитай партийә мәркизи комитетиниң йолйоруқини бошашмай иҗра қилип, районда муқимлиқ вә әбәдий әминликни әмәлийләштүрүшни тәшәббус қилған.
У сөзидә йәнә мәркәзниң шинҗаң хизмити йиғининиң роһини изчиллаштуруш һәққидә узундин-узун тохтилип, сиясий җәһәттин қәтий болуш, идийидә бирлик болуш, ғайә ениқ болуш дегәндәк райондики сабиқ хитай әмәлдарлириниң қелиплашқан чақириқлирини тәкрарлиған.
Райондики әмәлдар алмишиш һәққидә радийомизда пикир баян қилған сиясий көзәткүчи мәмәт тохти әпәнди билән илшат һәсән әпәнди, районда әмәлдар алмашсиму, йүргүзүливатқан сиясәтниң маһийитидә өзгириш болмайдиғанлиқини әскәрткән иди. Улар йәнә хитайниң “әбәдий әминлик” дегининиң районида уйғур мәвҗудийитини йоқ қилип, районни хитайниң мәңгүлүк бир парчисиға айландуруш икәнликини илгири сүргән.