Чен чүәнгониң қәшқәрдә “нанчилиқ кәспини йәниму кеңәйтиш” ни тәкитлиши диққәт қозғиди

Мухбиримиз ирадә
2021.11.04

Хитайниң “тәңритағ тори” ниң хәвиридин мәлум болушичә, 3 ـ ноябир күни, уйғур районлуқ парткомниң сеикритари чен чүәнго қәшқәр вилайитигә берип, у йәрдә “ши җинпиңниң сөзини өгиниш, партийә шинҗаң хизмити йиғининиң роһини изчиллаштуруш вә баш нишанни әмәлийләштүрүш” ни тәкитлигән.

Диққәт қозғайдиғини, чен чүәнго қәшқәрдики зияритидә мәхсус қәшқәрдики “нанчилиқ кәспий йемәклик пай чәклик ширкити” ни зиярәт қилған болуп, у бу йәрдә “нанчилиқ кәспиниң көләмлишиш, кәсиплишиш, базарлишиш сәвийәсини үзлүксиз өстүрүп, техиму көп амминиң йеқин әтрапта, өз җайида ишқа орунлишиши, киримини муқим ашуруп бейишиға түрткә болуш керәк” дегән.

Хитай даирилири йеқинқи йиллардин буян уйғурларниң йәккә игиликидики навайлиқ кәспини чәкләп, уларни ширкәтләр намида завутларға йиғивалғаниди. Уйғур елидики нанчилиқ саһәси уйғурлар мәҗбурий әмгәккә селинидиған сорунларға айлинип қалған бир пәйттә, чен чүәнгониң бу саһәни йәниму кеңәйтип, йәниму көп кишини “ишқа орунлаштурушни” тәкитлиши диққәт қозғиди.

Хәвәрдин қариғанда, чен чүвәнго йәнә, “қәшқәр техник институти” вә “қәшқәр иқтисадий тәрәққият райони” ниму зиярәт қилип содигәр чақиришни, мәбләғ җәлп қилишни күчәйтиш вә бу арқилиқ ишқа орунлишишни тезлитиш һәққидә сөз қилған. Хәвәрдә йәнә, чен чүәнгониң қәшқәр шәһириниң пахтәклә йезиси юқириқи қақулла кәнтидики бир уйғур аилисини зиярәт қилип, улардин “партийәгә миннәтдарлиқ билдүрүп, партийәниң гепини аңлап, партийәгә әгишип меңиш вә йәниму көп әмгәк қилишни” тәләп қилғанлиқи баян қилинған.

Чен чүәнго қәшқәрдики зияритидә аталмиш “хас, әвзәл кәсипләрни күчәп тәрәққий қилдуруп, зорайтип, ишқа орунлаштурушни йөнилиш қилишта чиң туруш керәк. . .” дегәнни тәкитлиши көзәткүчиләр тәрипидин уйғурларни “кәсипй маһарәт билән тәрбийәләш” намидики тутқун қилиш, йиғивелиш вә мәҗбурий әмгәккә селиш һәрикәтлириниң йәниму күчийидиғанлиқиниң бешарити, дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.