Чәрчән наһийәсидә бастуруш обйекти сода-санаәтчиләргә қаритилди
2019.03.15
Чәрчән наһийәси 11-март күни уқтуруш чиқирип, пуқраларни мәзкур наһийәниң сода-санаәт сепидики “қара гуруһлар” вә “рәзил күчләр” ни паш қилишқа чақирған.
Уқтурушта, пуқраларниң бу һәрикәткә актип қатнишип, әтрапидики “қара гуруһлар” вә “рәзил күчләр” ни кәскин паш қилишқа чақиридиғанлиқи тәкитләнгән.
Байинғолин области бу йилниң ахирлиридин башлап “қара гуруһлар вә рәзил күчләргә” гә зәрбә бериш һәрикити қозғиған. Бу һәрикәтниң асаслиқ нишани, партийә, һөкүмәт, идарә-җәмийәт, кәспий орунлар вә иҗтимаий районлардики “икки йүзлимичи” кадир, диний етиқади вә миллий хаслиқи күчлүк кәспий хадимлар вә аһалиләргә қаритилған болуп, пуқраларниң юқириқи саһәләргә йошурунувалған “икки йүзлимичиләр”, “диний әсәбий күчләр”, “бөлгүнчиләр” вә уларниң арқа-тирәклирини паш қилишқа чақирилған иди. Бу һәрикәттә чәрчән нуқтилиқ наһийәгә айланған.
Мәзкур наһийә арқа-арқидин уқтуруш елан қилип, бу һәрикәтни һәр қайси саһәләрдә кәң қанат яйдурушқа башлиған. Мәзкур наһийәниң 11-март елан қилған уқтурушида, һәрикәтниң нишани сода санаәт саһәсигә қаритилған иди. Уқтурушта, сода-санаәт сепидики “қара гуруһлар” вә “рәзил күчләр” ниң 14 хил ипадиси елан қилинған.
Бу: “базар, сода сарай, сода мәркизи қатарлиқ сорунларни игиливелип, зораванлиқ вә муштумзорлуқ қилған қара, рәзил күчләр, диний күчләр, хурапий күчләр, феодал қалдуқ күчләр” ни, шуниңдәк “рәзил васитиләр, диний васитиләр, хурапатлиқ васитилирини ишқа селип, башқиларни шахлитип сетишқа яки мәниви шахлитип сетишқа тәшкиллигүчи, пиланлиғучи яки ғоллуқ унсурлар” ни өз ичигә алған.
Бу һәрикәттә чәрчәнниң нуқтилиқ наһийәгә айлинишида өткән йили наһийәлик җ х идарисиниң башлиқи ғалип турсунниң “икки йүзлимичилик” билән әйиблинип тутқун қилинишиниң рол бар-йоқлуқи мәлум әмәс. Ғалип турсунниң һазир америкида яшаватқан сабиқ лагер мәһбуси, чәрчәнлик шаһит меһригүл турсун 2018-йили 4-айда қоюп берилип узун өтмәйла тутқун қилинғанлиқи мәлум.









