Хитай “шинҗаң һекайисини яхши сөзләш” тә нишани чәтәлниң яш хитайшунаслириға қаратқан
Хитай һөкүмити америка вә бәзи ғәрб парламентлириниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишиға қарши башлиған “шинҗаң һекайисини яхши сөзләш” тә нишанини чәтәллик яш хитайшунасларға қаратқан.
-
Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023-10-13 -
-
-
Хитай һөкүмити америка вә бәзи ғәрб парламентлириниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишиға қарши башлиған “шинҗаң һекайисини яхши сөзләш” тә нишанини чәтәллик яш хитайшунасларға қаратқан. Хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири 21 дөләттин кәлгән 23 нәпәр чәтәллик яш хитайшунасни үрүмчигә йиғип, шинҗаң педагогика университетида “чәтәллик яш хитайшунасларни тәрбийәләш шинҗаң синипи” ачқан. Шинхуа агентлиқиниң бәргән бу һәқтики хәвиридә, чәтәллик “яш хитайшунасларни тәрбийәләш шинҗаң синипи” ниң ечилиш мурасими 13-өктәбир өткүзүлгәнлики, бу паалийәтни хитай мәдәнийәт-саяһәт министирлиқи, хитай чәтәл мәдәнийәт алмаштуруш мәркизи, уйғур аптоном районлуқ мәдәнийәт-саяһәт назарити вә шинҗаң педагогика университети бирлишип уюштурғанлиқини билдүргән.
Шинхуа агентлиқиниң қәйт қилишичә, ечилиш мурасимида бирләшмә әрәб хәлипилики, өзбекистан, германийә, филиппин, аргентинадин кәлгән бәш нәпәр яш хитайшунас “өзлириниң кәчүрмишлири вә тәтқиқат саһәлири бойичә хитай тоғрисидики һекайилирини сөзләп өткән. Хитайниң чәтәллик яш хитайшунасларни үрүмчигә йиғип, уларға “шинҗаң синипи” ечиши, униң чәтәл иҗтимаий таратқу супилиридин пайдилинип, ғәрб дөләтлириниң уйғур ирқий қирғинчилиқини җавабкарлиққа тартишиға қарши қозғиған хәлқараға “шинҗаң һекайәсини яхши сөзләш” һәрикитиниң йеңи бир басқучқа өткәнликини көрситиду, дәп қаралмақта.
Шинхуа агентлиқини билдүрүшичә, 21 күн давамлишидиған бу курста “йетәкчи оқутқучилар лексийә сөзләш билән нәқ мәйдан зияритини бирләштүрүп тәрбийәләш әндизисини қоллинидикән. ”
Хәвәрдә, “шинҗаң синипи” ға бирләшмә әрәб хәлипилики, өзбекистан, германийә, филиппин, аргентинадин башқа ефийопийә, мисир, русийә қатарлиқ 21 дөләттин кәлгән яш хитайшунасларниң қатнашқанлиқи билдүрүлгән.