Вашингтон почтиси: “бейҗиң уйғурларға австралийәгә қәдәр берип паракәндичилик салмақта”
2019.02.08
“вашингтон почтиси” гезити австралийәдики уйғурлар һәққидә хәвәр берип, хитайниң австралийәгә қәдәр берип, бу дөләттики уйғурларға паракәндичилик селиватқанлиқини билдүрди. Хәвәрдә, хитай даирилириниң австралийәдә олтурушлуқ рәшидә абдуғопур исимлик уйғурниң юртидики дадиси вә инисини йиғивелиш лагериға қамиши, анисини гөрүгә елип, рәшидәгә паракәндичилик селиш вәқәси арқилиқ хитайниң австралийәдики уйғурларни контрол қилишқа урунуватқанлиқи ечип берилгән. Хәвәрдә баян қилинишичә, бу, рәшидә абдуғопур вә башқа уйғурлар өзини қачуруп кәлгән бир хәтәр болсиму, лекин бейҗиңниң қоли уларға қәдәр йетип бармақта икән. Хәвәрдә, б д т ниң мәлумати нәқил кәлтүрүлүп, хитайниң бир милйондәк уйғурни йиғивелиш лагерлирида тутуп туруватқанлиқи, униң дәсләпки мәзгилдә бу лагерларниң мәвҗутлуқини инкар қилған болсиму, лекин өткән йилдин башлап уни ақлашқа киришкәнлики тәкитләнгән.
Хәвәрдә, буниң австралийәдики уйғурларниң наразилиқини қозғиғанлиқи, уларниң өткән җүмә күни мелборин, адилайд, сидней қатарлиқ шәһәрләрдә намайиш қилип, юртидики уйғурларниң тәқдиригә вә хитайниң чәтәлдики уйғурларға паракәндилик селишиға наразилиқ билдүргәнлики илгири сүрүлгән. Хәвәрдә баян қилинишичә, хитайниң қилмиши австралийәдики уйғурларда психикилиқ бесим пәйда қилған.
Хәвәрдә, улар зиярәт қилған уйғурларниң һәммиси дегүдәк хитайниң уруқ-туғқанлирини тутқун қилиши вә уларға паракәндичилик селиши уларда роһий зәрбә вә әнсизлик туйғуси пәйда қилғанлиқини билдүргәнлики тәкитләнгән. Хәвәрдә баян қилинишичә, “вашингтон почтиси” гезити мухбири австралийә ташқи ишлар министирлиқи вә хитайниң канберрадики әлчиханисидин уларниң инкасини сориған болсиму, лекин һәр икки орун җаваб бәрмигән.









