Уйғур районида йәнә икки нәпәр компартийә секритари чириклик қилмиши билән җазаланди
2017.02.26
Уйғур аптоном райони интизам тәкшүрүш даирилириниң йеқинқи вақитлардин буян хотән, үрүмчи қатарлиқ җайлардики бир қисим һәр дәриҗилик уйғур рәһбири кадирлар үстидин тәкшүрүш вә дело турғузуш елип барғанлиқиға аит учурлар кәң тарқилип, түрлүк инкасларни қозғаватқанда, 25-феврал күни уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитети икки нәпәр юқири дәриҗилик хитай кадирниң чириклик вә интизамға хилаплиқ қилиш қилмишлири сәвәбидин, улар үстидин дело турғузулуп, әдлийә органлириниң бир тәрәп қилишиға тапшурулғанлиқини җакарлиди.
“шинҗаң учур тори”ниң бу һәқтики хәвиридә көрситилишичә, буларниң бири турпан шәһәрлик сиясий кеңәшниң сабиқ рәиси вә партийә гуруппа секритари җаң венчяң болуп, униң“тәшкилниң тәкшүрүшигә қаршилиқ қилғанлиқи, тәшкилий интизамға еғир хилаплиқ қилип, кадирларни өстүрүш-тәйинләш җәрянида башқиларға нәп йәткүзгән һәм башқиларниң пул-мелини қобул қилғанлиқ” қилмишлири көрситилгән.
Йәнә бир нәпәр хитай кадир, уйғур аптоном районлуқ геологийә-қезилма байлиқ чарлаш-ечиш идариси партийә гурупписиниң сабиқ муавин секритари һәм идарә башлиқи зең шявгаң болуп, униңға чириклик җинайити артилған, йәни униң хусусий арамгаһларға киргәнлики, һөкүмәт пулиға саяһәт қилғанлиқи, хизмитидин пайдилинип, башқиларниң пул-мелини алғанлиқи вә амминиң мүлкини өзиниң қиливалғанлиқи шуниңдәк “бинормал җинсий алақиләрдә болғанлиқи” қатарлиқ җинайәтлири көрситилгән.