Америка истихбарат доклати хитайниң америка үчүн әң чоң тәһдит икәнликини билдүргән
Америка дөләтлик истихбарат дерикторлиқи 14-април америка дөләт мәҗлисигә йиллиқ истихбарат доклати йоллап, хитайниң америка үчүн тәһдит икәнликини билдүргән.
-
Мухбиримиз әркин
2021-04-14 -
-
-
Америка дөләтлик истихбарат дерикторлиқи 14-април америка дөләт мәҗлисигә йиллиқ истихбарат доклати йоллап, хитайниң америка үчүн тәһдит икәнликини билдүргән. “ню-йорк вақти гезити” ниң ашкарлишичә, доклатта хитайниң күнсери күчийиватқан тәсирини кеңәйтиш урунуши амерка үчүн әң чоң тәһдитләрниң бири икәнлики көрситилип, хитай билән русийә пәйда қиливатқан дөләт бихәтәрлик тәһдити тоғрисида агаһландурған.
Доклатта хитайниң “йәр шаривий күч” болуш урунуши тәһдитләр тизимликидики 1-орунни игилигән болуп, русийә, иран, шималий корийә 2-орунни тутқан. “ню-йорк вақти гезити” ниң ейтишичә, доклатта американиң русийә яки хитай билән һәрбий тоқунуш йүз бериши алдин пәрәз қилинмиған болсиму, бирақ истихбарат урушлири, тор һуҗумлири вә йәр шари характерлик тәсир даирә талишиш риқабәтлириниң кәскинлишидиғанлиқи тәкитлигән.
Доклатта “хитай һәр қайси саһәләрдә, болупму иқтисадий, һәрбий, технологийә саһәлиридә америкаға хирис қиливатқан вә хәлқара қаидиләрни өзгәртишкә урунуватқан бир риқабәтчигә айланмақта” дейилгән. Доклатта ейтилишичә, хитай американиң иттипақдашлири билән болған мунасивитигә кашила қилиш истиратегийәси қолланмақтикән. Шундақла юқумқа қарши туруштики мувәппәқийитидин пайдилинип, өз “системисиниң әвзәллики” ни базарға салмақта икән.