Дәррин байлер: “уйғур мәдәнийити вә һалаллиқниң чошқа йилидики тәқдири”

Мухбиримиз ирадә
2019.02.07

Хитай һөкүмитиниң бу йиллиқ чаған байримини уйғур елидә йәниму кәң омумлаштуруп, уйғур мусулманлирини “чошқа йили” ни тәбрикләшкә орунлаштуруши көзәткүчиләрниң күчлүк диққитини қозғиди.

Уйғур елида йүргүзүлүватқан сиясәтләр үстидә тәкшүрүш характерлик муһим мақалиләрни елан қилип келиватқан америкилиқ антропологийә тәтқиқатчиси дәррин байлерниң қаришичә, бу хитай һөкүмитиниң уйғурларниң миллий мәдәнийәт асаслириға қаттиқ зәрбә берип, уларни хитайлаштурмақчи болуватқанлиқиниң рошән ипадиси икән.

Дәррин байлер 6-феврал күни “SupChina” намлиқ тор журнилида “уйғурларниң мәдәнийити вә һалаллиқниң чошқа йилидики тәқдири” намлиқ бир парчә мақалә елан қилип, уйғур миллий кимлики учраватқан җиддий хирисни мулаһизә қилған. У мақалисидә хитайниң чаған байримини 2018-йилидин тартип уйғурларға теңишни қаттиқ күчәйткәнликини вә буниңға мас қәдәмдә чошқа гөши йейишни түрлүк тәшвиқат усуллири арқилиқ уйғурларға тәрғиб қилиниватқанлиқини баян қилған. У йәнә хитай тор бәтлиридә чиққан хәвәрләрдә уйғур кадирларниң чошқа гөши йейиш вә тарқитиш қатарлиқ паалийәтләргә уюштурулуватқанлиқини билдүргән. У йәнә өзи уйғур елидики мәзгилидә зиярәт қилған уйғурларниң 2019-йилида хитай һөкүмитиниң уйғурларни чошқа гөши йейишкә мәҗбурлишидин қорқуватқанлиқини өзигә ейтип бәргәнликини тилға алған.

Дәррин байлер мақалисидә уйғурларниң чошқа гөши йейиштин немә үчүн шунчә қорқидиғанлиқиға тәпсилий изаһат бәргән. У уйғурларниң чошқа гөшидин сәскинишиниң сәл қариғили болмайдиған җиддий бир мәсилә икәнликини, уйғурларниң чошқа гөши йемәсликидики сәвәбниң пәқәтла ислам динида чәкләнгәнлики үчүнла әмәслики, адәттә диндин халий яшайдиған уйғурларниңму қәтий чошқа гөши йемәйдиғанлиқини әскәртип өткән. У уйғурларниң чошқа гөши йемәсликни уйғур болушниң бир алаһидилики яки мундақчә ейтқанда, уйғурларниң миллий кимлик һоқуқини ипадә қилидиған бирдин-бир елементидәк қарайдиғанлиқини баян қилған. У мақалисидә уйғур елидики тумарис дәп атилидиған бир уйғур қизиниң баянлири асасида чошқа гөши йейишниң уйғурларға елип келидиған роһий зәрбисиниң толиму еғир болидиғанлиқини әскәртип өткән.

Униң әскәртишичә, гәрчә уйғурларниң чошқа яки чошқа гөшигә мәҗбурлиниши бундин илгири “мәдәнийәт инқилаби” мәзгилидиму йүз бәргән болсиму, әмма бу қетимлиқиниң характери пүтүнләй охшимайдикән. Униң қаришичә, “мәдәнийәт инқилаби” мәзгилидә уйғурлар билән бирликтә хитайларниңму өз әнәниви мәдәнийәт амиллирини давамлаштуруши чәкләнгән икән. Хитай у чағда уйғур миллий мәдәнийитини сотсиялистик мәдәнийәткә айландурушни көзлигән. Бирақ һазир әһвал пүтүнләй башқичә болуп, хитайниң мәқсити уйғур миллий мәдәнийитини хитай әнәниви мәдәнийәт амиллири билән алмаштуруветишни нийәт қилған.

Дәррин байлир мақалисиниң ахирида тонулған уйғур язғучи мәмтимин һошурниң “бурут маҗираси” намлиқ һекайисидин мисал берип, “мәдәнийәт инқилаби” мәзгилидики уйғур миллий мәдәнийити учриған бузғунчилиқ билән һазирқисини селиштурған вә “хитай һөкүмитиниң уйғур елида йолға қоюватқан ‛қайта тәрбийә‚ синиң мәқсити уйғур миллий мәдәнийитини ‛кәлмәскә кәткүзүветиш‚” дәп хуласә чиқарған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.