Биңтуәндә чошқа вабаси тарқалди
2021.04.06
Мәлум болушичә, йеқинда биңтуән 4-дивизийәси тәвәсидә африқадин байқалған чошқа вабаси тарқалғанлиқи мәлум болған. Бу хәвәрни хитай йеза-игилик министирликиниң ахбарат ишханиси елан қилған болуп, һазирчә униң башқа җайларға ямриғанлиқи намәлум икән.
Хитай һөкүмити башқурушидики шинхуа агентлиқиниң 5-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, бу қетимқи ваба 4-дивизийә тәвәсидики бир чошқа бақмичииқи мәйданида байқалған. Ваба байқалғанда бу җайда беқиливатқан чошқилардин 33 игә кесәл тәгкән, алтә чошқа өлгән икән. Нөвәттә хитай даирилири кесәл тәгкән чошқиларни өлтүрүш вә вабаниң башқа җайларға тарқалмаслиқидин сақлиниш ишлири билән мәшғул болмақта икән.
Мәлум болушичә 4-дивизийә 2015-йили тәсис қилинған көкдала шәһридә болуп, қармиқида 18 туән (полк) барикән. Нөвәттә бу чошқа вабасиниң или области тәвәсидики башқа җайларға қандақ тәсир көрсәткәнлики намәлум икән.









