Мутәхәссисләр кишиләрни DeepSeek ни ишлитиштин һәзәр әйләшкә чақирған
2025.01.30
Сүний әқил мутәхәссислири хитай ширкити тәрипидин ясап базарға селинған сүний әқил модели DeepSeek ниң қолланғучилар киргүзгән һәрқандақ учурни йиғип сақлиялайдиғанлиқини агаһландурған.
Мустәқил мәслиһәтчи вә әнглийә хан җәмәти институти лондон сүний әқил тәтқиқат орниниң тәтқиқатчиси луказ олеҗник NBC телевизийәсигә қилған сөзидә, кишиләрни DeepSeek сүний әқил моделини қолланғанда сәзгүр шәхсий санлиқ мәлуматлар, малийә учурлири, сода мәхпийәтлики яки сақлиқни сақлашқа аит учурлирини киргүзүштин еһтият қилишни агаһландурған. У мундақ дегән:
“сиз киргүзгән һәр қандақ учурни хитайниң санлиқ мәлумат қануни бойичә сақлашқа, тәһлил қилишқа яки тәләп қилишқа болиду”.
Хитайниң дөләт бихәтәрлики қануни вә тор бихәтәрлики қанунлириға асасән, барлиқ ширкәтләр чоқум хитай һөкүмити билән һәмкарлишиши вә санлиқ мәлуматларни һөкүмәткә шәртсиз тапшуруши керәк. Шуңа бәзи мутәхәссисләр хитай һөкүмитиниң нишанидики кишиләрни бу әпни қоллиниш мәсилисидә техиму еһтиятчан болушқа чақирған.
Торонто университети пуқралар тәҗрибиханисиниң мудири рон дәйберт NBC телевизийәсигә қилған сөзидә мундақ дегән: “һәр қандақ сәвәб билән хитай чоң қуруқлуқиға бағлиниши болған кишиләр, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, чәтәлдә яшаватқан нишанлиқ кишиләр вә мухбирлар хитайниң бу сүний моделиниң бихәтәрлик хәвпигә алаһидә диққәт қилиши вә системиға һәр қандақ нәрсә киргүзүштин сақлиниши керәк”.
DeepSeek Сүний әқил модели йәнә, дунядики пикир әркинликигиму зор тәһдит, дәп қаралмақта. Униң уйғурлар, хоңкоң вә тәйвән мәсилилиригә аит һасил қилинған җавабларни шу вақитниң өзидә өчүрүп, башқа темиға йөткилишни тәләп қилиши CNN телевизийәси қатарлиқ хәлқаралиқ ахбаратлардиму кәң хәвәр қилинди.
Deep Seek Ни ишлитиш шәртлиридә, уни қолланғучиларниң қандақ үскүнә ишлитиватқанлиқи, учур киргүзүш шәкли вә сүрити қатарлиқ сәзгүр учурларни топлайдиғанлиқи вә уни сақлайдиғанлиқи көрситилгән.