Тоний перкинс: “дилшатниң һемайичилиқини мән қилимән!”

Америка хәлқара диний етиқад әркинлики комитетиниң рәиси тоний перкинс 2-июл күни өзиниң буниңдин кейин хитай түрмисидики уйғур сиясий мәһбуслардин дилшат пәрһат атаманниң һемайичилиқ ишлириға мәсул болидиғанлиқини җакарлиди.

У бу һәқтә сөз қилип: “дилшат пәрһат һазир хитайниң лагерлириға қамалған милйонлиған уйғурларниң бири. Хитай һөкүмитиниң диний әркинликкә вә әқәллий кишилик һоқуққа қиливатқан һуҗумлири тохтиши лазим” дегән.

Буниңдин илгири мәзкур комитетниң әзалиридин тензин дорҗе муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған виҗдан мәһбуслиридин гүлмирә иминниң һемайичилиқ ишлириға мәсул болған иди.

Дилшат әйни вақитта уйғурлар дияридики оқурмәнләр сани әң көп болған тор бекәтлиридин “диярим” ториниң мәсули болуп ишлигән. 2009-Йили хитай даирилири әмдила 27 яшқа киргән дилшатни қолға алған вә бәш йиллиқ қамаққа һөкүм қилған. 2018-Йили у йәнә бир қетим қолға елинғанчә һазирғичә һечқандақ из-дерики болмиған.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org