Америка президенти барак обама б д т да ирқий вә дини айримичилиққа қарши турушни тәкитлиди
2016.09.20
Америка президенти барак обама бүгүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң нюйорктики мәркизидә ечилған 71-қетимлиқ омумий йиғинида қилған сөзидә ирқчилиқ, мусапирлар мәсилиси вә кишилик һоқуқ қатарлиқ муһим мәсилиләр үстидә сөз қилди.
У сөзидә йеқинқи күнләрдә сүрийәлик мусапирлар мәсилиси түпәйлидин күчийип қалған дин вә ирқчилиқ хаһиши үстидә алаһидә тохтилип, “дуняни пүтүнләшкән вә тинч бир җай қилип шәкилләндүрүш яки уни дин вә ирқий айримичилиққа толған, бөлүнгән бир һалға әкәп қоюш һәммиси инсанларниң қолида. Биз чоқум алдимизға қарап меңишимиз, кона тарихниң тәкрарлинишиға йол қоймаслиқимиз керәк” дегән. Вә инсанларниң дини, ирқий, миллитигә қарап пәрқлиқ муамилә көрмәслики керәкликини агаһландурған.
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, обама сөзидә йәнә бир қисим дөләт һөкүмәтлириниң журналистларни чәкләп, өктичиләрни бастуруш һәрикәтлириниңму һелиһәм мәвҗут болуп туруватқанлиқини, учурниң әркин еқишиниң чәклиниватқанлиқини баян қилип, пүтүн бу әһвалларниң дуняни техиму тинчсиз бир җай һалиға әкелишкә һәссә қошидиғанлиқини әскәрткән.
У мусапиләр мәсилиси үстидиму тохтилип, террорчилар пәйда қилған ақивәтниң бәдилини гунаһсиз мусапирлар өтимәслики керәкликини, уларниң пәрқләндүрүлүши керәкликини ейтип, һәрқайси дөләтләрни мусапирлар кризисини һәл қилишта техиму актип рол ойнашқа чақирған.