Америка ташқи ишлар министирлиқи диний әркинлик баянати елан қилди
2021.11.17
Америка ташқи ишлар министири антони билинкен 17-ноябир күни диний әркинликниң тәбири һәққидики баянатини елан қилди һәмдә америка һөкүмитиниң диний әркинлик һәқлирини һимайә қилиш мәйданиниң һечқачан өзгәрмәйдиғанлиқини җакарлиди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң тор бетидә елан қилинған мәзкур баянатта бир қисим һөкүмәтләрниң пуқраларни диний етиқади сәвәблик қолға елиш вә түрмиләргә қамаш, һәтта өлүмгә мәһкум қилиштәк қилмишлар билән шуғуллиниватқанлиқи кәскин әйибләнди. Шу қатарда хитай, бирма қатарлиқ бир қисим “алаһидә тәшвишлик дөләтләр” ниң системилиқ һалда диний етиқад зиянкәшликини давам қилдуруватқанлиқи көрситилип “биз бу хилдики диний етиқадни баһанә қилип хәлқни бастуруштәк қилмишқа һәргизму сүкүт қилмаймиз” дейилиду.
Уйғур дияридики зор тутқун вә лагер системиси һәққидики сансизлиған учурлар дәл хитай һөкүмитиниң уйғурлардики диний етиқадни “террорлуқ вә ашқунлуқ” қа бағлап, буларни уйғурларни бастуруш һәмдә мәҗбурий ассимилятсийә қилиштики баһанә қиливалғанлиқини көп қетим көрсәткәниди. Шу сәвәбтинму америка һөкүмитиниң сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо уйғур дияридики сиясий бастурушни “ирқий қирғинчилиқ” дәп елан қилған, һазирқи ташқи ишлар министири антони билинкенму өзиниң бу қарарни толуқ етирап қилидиғанлиқини билдүргәниди.