Уйғур районидики “диний затлар” американиң “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” гә қарши чиқти

Мухбиримиз әркин
2019.12.09

Хитай һөкүмити уйғур районидики һәр дәриҗилик идарә-җәмийәт вә таратқуларни сәпәрвәр қилип, америка авам палатасиниң 3‏-декабир күни мақулланған “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” гә қарши тәшвиқат һуҗумини давамлаштурмақта.

Мәлум болушичә, нөвәттә бу тәшвиқат һуҗумиға райондики “диний затлар” қетилған. 9‏-Декабир күни “шинҗаң ислам җәмийити” ниң рәиси, “шинҗаң ислам институти” ниң мудири абдуреқип тунияз, “шинҗаң ислам җәмийити” ниң муавин рәиси, үрүмчи ақ мәсчитниң имами абдушүкүр рәһмитулла, ақсуниң онсу наһийәсигә қарашлиқ төвәнки җам мәсчитиниң имами әхмәт осман, йәкән алтунлуқ мәсчитиниң хатипи абдувәли аблимит, тоқузтара наһийәлик ислам җәмийитиниң муавин башлиқи, җирғилаң мәсчитиниң имами әсбидин сәмәт, қарақаш наһийә базиридики чинибағ мәсчитиниң имами мәмәт мәмтимин қатарлиқлар баянат елан қилип, американи тәнқидлигән.

Уларниң илгири сүрүшичә, америка авам палатаси “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ни мақуллап, “хәлқара мунасивәтләр қаидисигә хилаплиқ қилған вә хитайниң ички ишлириға қопаллиқ билән арилашмақта” икән. Абдуреқип тунияз шинхуа агентлиқиға бәргән баянатида лагерларни ақлап, “шинҗаң қанунға асасән кәспий тәрбийәләш мәркәзлирини қуруп, диний әсәбийлик идийәсидин юқумлинишниң алдини алди” дегән. Абдушүкүр рәһмитулла болса “шинҗаң мәсилиси” ниң диний мәсилә, миллий мәсилә яки кишилик һоқуқ мәсилиси әмәсликини, буниң “бир зораван террорлуққа вә бөлгүнчиликкә қарши туруш мәсилиси” икәнликини илгири сүргән. Йәкән алтунлуқ мәсчитиниң хатипи абдувәли аблимитниң илгири сүрүшичә, “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” намидики бу орунлар “ятақлиқ мәктәп болуп, оқуғучилар рухсәт сорап өйигә қайталайдикән, шундақла телефонда сөзлишәләйдикән”.

Нөвәттә, юқириқи “диний затлар” ниң баянатлирида хитай һөкүмити билән охшаш сөз ибариләрни ишлитиши көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта. Америка авам палатасиниң 3‏-декабир мақулланған “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” дә 2 милйондәк мусулманни лагерларға қамап, уйғур вә башқа мусулманларни хорлаватқан чен чүәнго башчилиқидики хитай әмәлдарлирини җавабкарлиққа тартиш тәләп қилинғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.