Дисней ширкити пикирини өзгәртип, уйғур ирқий қирғинчилиқи шаһитлири билән көрүшүшкә мақул болған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.06.09

Америкиниң даңлиқ оюн-тамаша бағчиси болған дисней ширкитиниң мәсуллири пикирини өзгәртип, уйғур ирқий қирғинчилиқи шаһитлири билән көрүшүшкә мақул болған. “вашингтон әркин маяки” гезитиниң хәвәр қилишичә, мәзкур гезит йеқинда дисней ширкити мәсуллириниң уйғур шаһитлири билән көрүшүштин йенивалғанлиқини хәвәр қилғандин кейин, ширкәт мәсуллири пикирини қайта өзгәрткән. Дисней ширкити бу айниң башлирида америка авам палата әзаси җим банксқа хәт йезип: “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә америка уйғур җәмийити билән алақилишип, бизниң алақидар мәсуллиримиз улар билән биваситә сөһбәт өткүзүшни орунлаштуримиз” дәп көрсәткән.

Авам палата әзаси җим банкс, бу йил 5-айда дисней ширкитигә хәт йезип, бу ширкәттин хитай компартийәси мусулманларға зулум селиватқан бир районда филим ишлишидин биарам болған уйғурлар, уларниң аилә әзалири вә паалийәтчиләр билән көрүшүштин қачқанлиқиға чүшәнчә беришни тәләп қилған. “вашингтон әркин маяки” гезитиниң қәйт қилишичә, дисней ширкити америка дөләт мәҗлиси америка ширкәтлириниң хитай билән болған һәмкарлиқини тәкшүрүшкә башлиған бир вақитта пикирини өзгәрткән. Җим банкс вә америка авам палатасиниң хитай истратегийәлик риқабәт комитетидики башқа әзалар найке, адидас қатарлиқ даңлиқ ширкәтләрниң уйғур мәҗбурий әмгики вә ирқий қирғинчилиқи билән болған алақисигә қарита тәкшүрүш башлиғаниди.

“вашингтон әркин маяки” гезитиниң ейтишичә, авам палата әзаси җим банкс дисней ширкитиниң инкасидин илһамланғанлиқи билдүрүп: “лекин буниң дисней үчүн “бир бурулуш нуқтиси болидиған болмайдиғанлиқини көримиз” дегән.

Дисней ширкити 2020-йили хитайниң қәдимки “мулән” ривайити асасида йезилған кино сенарийәсини уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ йүргүзүлүватқан уйғур районида сүрәткә елип қаттиқ тәнқидкә учриған. Турпандики кино сүрәткә елинған җайда бир җаза лагериниң барлиқи мәлум болғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.