Америка кеңәш палата әзаси җош ховлий дисней шеркитини уйғур елидики зулумни “ақлаш” билән әйиблиди
Америка кеңәш палата әзаси җош ховлей дисней ширкитиниң “мулән” намлиқ филим көрүнүшлирини җаза лагерлири мәвҗут болған уйғур елидә сүрәткә алғанлиқини тәнқид қилди.
-
Мухбиримиз ирадә
2020-09-10 -
-
-
Америка кеңәш палата әзаси җош ховлей дисней ширкитиниң “мулән” намлиқ филим көрүнүшлирини җаза лагерлири мәвҗут болған уйғур елидә сүрәткә алғанлиқини тәнқид қилди.
У дисней ширкитигә бу һәқтә рәсмий мәктуп йоллап, уларниң милйонлиған уйғурниң лагерларға қамилип қирғинчилиққа учришида биваситә рол ойниған уйғур аптоном районлуқ вә турпан шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик органлириға вә шундақла бу лагерлар һәққидә ялған тәшвиқат тарқитиш билән шуғулланған хитай компартийәсиниң тәшвиқат органлириға рәһмәт ейтишини “җинайәтни ақлиғанлиқ” дегән.
Сенатор җош ховлий мәктупида “дисни ширкити 2018-йили 8-айда ‛мулән‚ филимини ишләшкә башлиғанда уйғур елидә кәң көләмлик тутқун йүргүзүлүватқанлиқи америка һөкүмити вә мустәқил органлар тәрипидин аллиқачан җәзимләштүрүлгән. Бирақ дисней ширкити бу һәқиқәтни көрмәскә селип, филимни ишләшни давамлаштурди,” дегән.
У мәктубиниң ахирида дисней ширкитиниң немә үчүн бир қисим филим көрүнүшлирини уйғур елидә тартишни қарар қилғанлиқи, у йәрдики җамаәт хәвпсизлик оргини вә башқа һөкүмәт органлириниң бу филимгә қандақ ярдәмдә болғанлиқи, икки тәрәп арисида һелиһәм алақә бар-йоқлуқи қатарлиқ 9 хил соалға җаваб беришни тәләп қилған. Соаллар ичидә йәнә “дисней ширкити хитай һөкүмитиниң уйғур елидә инсан һоқуқлирини дәпсәндә қиливатқанлиқини қобул қиламду? дисней ширкити уйғур елидики зулумни вә уни иҗра қиливатқан органларни ақлаш ролини өтәватқан ‛мулән‚ филимини қоюшни тохтитамду-йоқ? бу филимдин һазирғичә киргән киримни уйғур елидики зулумға қарши күрәш қиливатқан мустәқил кишилик һоқуқ органлириға ианә қиламду?” дегәнләрму бар.